24.04.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

2131393
24.04.2024

түркийә авази радийоси: «хәвәр түрк» гезити,  дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/п й д/й п г ниң ирақниңму муқимлиқи, тәрәққийати вә тинчлиқиға тәһдит икәнликини, шуңа бу тәһдитни йоқитишниң ираққиму пайдилиқ икәнликини тәкитлигәнликини йазди.

«‹һөррийәт› гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 23-апрел миллий  игилик һоқуқ вә балилар байрими мунасивити билән елан қилған байанатида, мундақ дегәнликини хәвәр қилди:

«кәлгүсимизниң капалити болған өсмүрлиримизниң һәр күни байрам тәнтәнисигә чөмүшини чин дилимдин үмид қилимән.»

«‹вәтән› гезити», 23-апрел миллий  игилик һоқуқ вә балилар байриминиң һәмдә түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ечилғанлиқиниң 104 – йиллиқиниң түркийәниң һәрқайси җайлирида тәнтәнилик һалда тәбриклигәнликини, балиларниң 23 – апрел күни  чәксиз шад ـ хурамлиққа чөмгәнликини, дөләт әрбаблириниң орунлирини бир күнлүк балиларға бошитип бәргәнликини, һәрқайси шәһәрләрниң түркийә байрақлири билән безәлгәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», түркийә җумһурийити хәзинә вә малийә министири мәһмәт шимшәкниң америка қошма иштатлирида мәбләғ салғучилар йиғинлирида қилған муну сөзлирини нәқил кәлтүрди:

«бу йиғинларниң һәммисидә биз түркийәниң иқтисадий пирограммисиға болған ишәнчниң күчлүк икәнликини йәнә бир қетим көрдуқ.»

«‹ситар› гезити», түркийәниң авийатсийә саһәсисдә йавропа бойичә алдинқи орунда туридиғанлиқини, җүмлидин түркийәниң авийатсийә ул әслиһәлиригә мәбләғ селиши нәтиҗисидә, истанбул айродуруминиң йавропадики әң көп нөвәтчи айропилан мулазимитини ишқа ашуруватқан айродурум болғанлиқини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә әскәртилишичә, 2023-йили истанбул айродурумида күндилик учушниң оттуричә сани алдинқи йилға селиштурғанда% 19 ешип, 1375 кә йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر