26.04.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

2132375
26.04.2024

түркийә авази радийоси:«‹хәвәр түрк› гезити», түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң, чили парламентиниң 1915-йилдики вәқәләрни «ирқий қирғинчилиқ» дәп қобул қилғанлиқиға наразилиқ билдүрүп мундақ җаваб қайтурғанлиқини йазди:

«чили парламентиниң бу қарари һечқандақ инавәткә игә әмәс, дәрвәқә парламентларниң тарихни шәрһләш һоқуқи йоқтур.»

«‹ситар› гезити», түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкили әһмәд йилдизниң, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г вә бөлгүнчи террорчиларниң күнтәртиплириниң сүрийәниң келәчиклидә һечқандақ орни йоқлуқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«‹һөррийәт› гезити», түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатиға қариғанда, ирақ вә сүрийәниң  шималиниму өз ичигә алған районларда йеқинқи бир һәптә ичидә 54 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини, бу йил киргәндин буйан 360 и ирақниң шималида, 442 си сүрийәниң  шималида болуп, җәмий 802 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«‹сабаһ› гезити», дөлитимиз (түркийә җумһурийити)  муавин җумһур рәиси җәвдәт йилмазниң муну сөзлирини нәнқил кәлтүрди:

«түркийәниң иқтисадий тәрәққийати дунйави вә район характерлик хирисларға қаримай пассиплиқларни йеңип, уда 14 пәсилдин буйан үзлүксиз тәрәққий қилмақта. түркийә 2023-йили иқтисадий тәрәққийат җәһәттин йавропа иттипақи, иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилати дөләтлири ичидә иккинчи болди.»

«‹йеңи шәпәқ› гезити», сәһийә министири фаһрәттин коҗаниң, түркийәниң ваксина ишләпчиқириш базиси болидиғанлиқини тәкитләп мундақ  дегәнликини йазди:

«түркийәни ваксина ишләпчиқириш базисиға айландуруш хизмәтлири тез сүрәттә давамлашмақта. 50 миң кивадрат метирлиқ үсти йепиқ саһәдә ишқа кириштүрүлидиған һифзиссиһһа -  түркийә ваксинаси вә бийотехника мәһсулатлири тәтқиқат - ишләпчиқириш мәркизиниң биринчи басқучлуқ қурулуши пат йеқинда тамамлиниду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر