26.03.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2120448
26.03.2024

түркийә авази радийоси: «йеңи шәпәқ гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң чорумда сөз қилғанда, «түркийәни бөлгүчи террорлуқ тәшкилати баласидин қутқузғичә күришимизни давамлаштуримиз. террористларниң увисини бешиға йиқтуқ, сүрийәдә елип барған һәрбй һәрикәтлиримиз билән барлиқ һуҗумларни мәғлуб қилдуқ, вәтинимизни қалаймиқан қилиш пиланини тармар қилдуқ» дегәнликини хәвәр қилди.

«стар гезити», санаәт вә технологийә министири фатиһ каҗирниң, «2024-йили 8-ийул һәптисидә түркийәниң тунҗи хәвәрлишиш сүний һәмраһи <6A -түрксат> ни аләмгә қойуп беримиз. буниң билән, дунйада өзиниң хәвәрлишиш сүний һәмраһини өзи йасийалайдиған 11 дөләтниң бирсигә айлинимиз» дегәнликини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири мәһмәт нури әрсойниң бу йил (2024) «түркийә мәдәнийәт йоли фестивали» рамкисида 6 миңдин көп һәр хил паалийәтниң өткүзүлүши мумкинликини билдүрүп, «сәккиз айға созулидиған мәдәнийәт-сәнәт марафонида, түркийә фестивал иқлимини йашайду. дунйада буниңға селиштурғили болидиған башқа фестивал йоқ» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», истанбулниң йавропа, җәнубий америка вә африқадики нурғун шәһәрләр болған «дунйадики әң йахши путбол шәһәрлири тизимлики» дә, тоққузинчи орунда турғанлиқини хәвәр қилди.


خەتكۈچ: #стар , #сабаһ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر