25.03.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2119858
25.03.2024

түркийә авази радийоси: «вәтән гезити», технологийә министири фатиһ каҗирниң истанбул ататүрк айродуруми биналириниң келәчики тоғрисида тохтилип: «бу йәр дунйадики әң чоң техника мәркизи болиду» дегәнликини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», енергийә вә тәбиий байлиқлар министири алпарслан байрактарниң ширнак габарда күнлүки 37 миң варил нефит ишләпчиқириливатқанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, алпарслан байрактарниң, «рамизан ахирида (9-апррел) нефит ишләпчиқиришни 40 миң варилға чиқиримиз, нишанимиз йил ахирида бу рәқәмни 100 миң варилға чиқириш» дегәнлики билдүрүлди.

«сабаһ гезити», йеқинқи бәш йилни арқиму арқа йуқири өрләш билән ахирлаштурған истанбул аксийә базириниң, 2024-йилмниң кириши билән %22 өрләп, дунйада әң тез өрлигән пул-муамилә базириға айланғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, истанбул аксийә базириниң узун муддәтлик мәбләғ салғучиларни үмидсизләндүрмигәнлики қәйт қилинди.


خەتكۈچ: #вәтән , #стар

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر