01.07.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1850768
01.07.2022

түркийә авази радийоси: «йеңи шәпәқ» гезити, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн испанийәниң пайтәхти мадридта өткүзүлгән шималий атлантик әһди тәшкилати — нато башлиқлар учришишидин кейин өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилип, «шиветсийә, түркийә, финландийә қатарлиқ үч тәрәп рамка келишими, түркийә вә хәлқимизгә нисбәтән мушәққәтлик сөһбәт мусаписидин кейин қолға кәлтүрүлгән дипломатик ғәлибидур» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«һүррийәт» гезити, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң нато башлиқлар учришишидин кейин бир йиғинда, «түркийәгә F-16 типлиқ айропилан сетип беришимиз керәк. буниң әксичә йол тутуш бизгә пайдилиқ әмәс. бу дөләт мәҗилисиниң тәстиқидин өтүши керәк, биз буни әмәлгә ашуралаймиз» дегәнликини йазди.

«сабаһ» гезити, испанийә баш министири педро санчезниң, мадридта өткүзүлгән нато башлиқлар йиғинидики «иҗабий позитсийәси» үчүн түркийәгә миннәтдарлиқ билдүрүп, «түркийә бихәтәрлик вә мурәссәчиликтики муһим шерик. бүгүн җумһур рәис әрдоған билән көрүштүм. мән униң русийәниң украинаға қаратқан таҗавузчилиқиға хатимә берип, дийалогни илгири сүрүш йолида көрсәткән дипломатик тиришчанлиқи вә натониң җәнуб қанитини күчәйтишни қоллиғанлиқиға рәһмәт ейттим» дегәнликини йазди.

«хабәртүрк» гезити, түркийәниң експорти май ейида бултурқиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %15.3 ешип, 18 милйард 984 милйон долларға йәткәнликини, 1 милйард 492 милйон долларлиқ мәһсулат експорт қилинған германийәниң май ейи експортида биринчи қатардин орун алғанлиқини йазди.

«стар» гезити, алҗирийәдә өткүзүлгән 19- нөвәтлик ақдеңиз тәнһәрикәт мусабиқисиниң 5-күнидә (түркийә) дөләтлик җудо маһири вәдат албайрақниң 81 килолуқлар һәл қилғуч мусабиқисидә италийәлик рәқиби кенний коми беделни йеңип алтун медалға еришкәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر