24.12.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1752140
24.12.2021

түркийә авази радийоси: «сабаһ» гезити: «түрк лираси әрдоғанниң ташлиған қәдими билән күчәйди» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң иқтисадқа мунасивәтлик ташлиған қәдими сайисида банкилардики ташқи перевот қоғдилинидиған түрк лираси аманәт пул һесабатлириға 10 милйард түрк лирасиниң йатқузулғанлиқини, 700 милйон долларлиқ ташқи перевот һесабатиниң түрк лирасиға айландурулуши үчүн банкиларға илтимас сунғанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, доллар, йавро вә алтун баһасиниң рекорт дәриҗидә төвәнлишигә йол ачқан чекиниш вә әрдоғанға болған ишәнчкә мас һалда иқтисадтики түрк лирасини күчәйтидиған тәрәққийатлар арқа - арқидин йүз бәргән.

«һөррийәт» гезити: «сәһийә министири коҗаниң турковак байанати» сәрләвһилик хәвиридә, (түркийә җумһурийити) сәһийә министири фаһрәттин коҗаниң, түркүмләп ишләпчиқирилиш басқучиға қәдәм қойған йәрлик ваксина — турковакниң илим - пән дунйасини һайаҗанландурғанлиқини билдүрүп: «биз турковак ваксинисини сақлаватқанларға вә толуқлап әмлитиш үчүн турковакни таллиғанларға <бу күрәшни өз ваксинаңлар билән елип барисиләр> дегәнни уқтурушни халаймиз» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«вәтән» гезити: «түркийә дунйа базарлириниң мәркизий нуқтисида» сәрләвһилик хәвиридә, хәзинә вә малийә министири нурәттин нәбатиниң, түркийәниң иқтисад моделиниң демократик әнәнигә игә, әркин базар иқтисадиға бағлиқ бир модел икәнликини оттуриға қойуп, униң «ул әслиһәлирини тамамлиған, әшйа оборотини әмәлгә ашурған вә дунйа базарлириниң мәркизий нуқтисидики бир дөләт» икәнликини, иқтисадий ул әслиһәлирини тәрәққий қилдуруш мусаписидә адәттин ташқири мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүргәнликини ейтқанлиқини йазди.

«стар» гезити: «түркийә ишләпчиқириш мәркизи вә тәминләш базисиға айлиниш йолида ачқучлуқ қәдәм ташлиди» сәрләвһилик хәвиридә, истанбул университети оқутқучиси пирофессор доктор сәфәр шәнәрниң, вухән вирусиниң тарқилишидин кейин иқтисадтин сийасәткичә болған барлиқ саһәләрдә йеңи бир дунйа тәртипигә өтүш сүритиниң ашқанлиқини, түркийәниң вәзийәттин үнүмлүк пайдилинип, ишләпчиқириш мәркизи вә тәминләш базисиға айлиниш үчүн килассик иқтисад чүшәнчисидин һалқип чиққанлиқини илгири сүрүп: «пүткүл дунйа пул пахаллиқиниң күчийип кетишигә қарши пул сийасәтлирини чеңитқан болса, түркийәниң диққитини ишләпчиқириш вә ишқа орунлаштурушни ашуруп, иқтисадий ешишқа капаләтлик қилишқа мәркәзләштүргәнлики» ни ейтқанлиқини йазди.

«йеңи шәпәқ» гезити: «боснийә- гертсеговиналиқ қомандан миллий учқучисиз һава аппарати мәркизини екскурсийә қилди» сәрләвһилик хәвиридә, боснийә- гертсеговина армийәси баш иштаб башлиқи, лейтенант генерал сенад масовичниң байрақтар дөләтлик учқучисиз һава аппарати тәтқиқ қилиш — тәрәққий қилдуруш вә ишләпчиқириш мәркизини екскурсийә қилғанлиқини, байрақтар технологийә ширкити мудири сәлчуқ байрақтарниң масовичқа һәмраһ болғанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, сәлчуқ байрақтар масовичниң зийаритигә мунасивәтлик иҗтимаий таратқуда һәмбәһрилигән учурида,  боснийә- гертсеговинаниң тунҗи нөвәтлик пирезиденти алийа иззәтбеговичниң: «йәршариниң оқутқучиси болмай туруп, асманниң оқуғучиси болушимиз керәк!» дегән сөзигә орун бәргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر