19.04.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2129591
19.04.2024

түркийә авази радийоси: «сабаһ» гезити: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң иранниң исраилийә һуҗумиға қарши чақмақ тезликидә һәрикәткә өткән ғәрбниң, ғәззә мәсилисигә сүкүт қилишиға наразилиқ билдүрүп: «биз ғәрб дөләтлириниң бир гәвдә һалитидә иранға наразилиқ билдүрүләйдиғанлиқини көрдуқ. бу күчләр әмди болсиму бир гәвдә һалитидә исраилийәгә <тохта> дейиши керәк» дегәнликини йазди.

«стар» гезити: түркийә бүйүк миллий мәҗлиси башлиқи нуман қуртулмушниң зионизм зулумиға учриған барлиқ пән-тәтқиқатчиларға чақириқ қилип: «түркийәниң ишики барлиқ пән-тәтқиқатчиларға очуқ» дегәнликини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ» гезити: гиретсийә баш министири кирийакос мичотакисниң ийон вә әгә деңизида қурмақчи болған деңиз-окйан бағчилири пиланиниң түркийәниң қаттиқ наразилиқини қозғиғанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, хәлқара келишимләргә асасән, гиретсийә тәрәпниң өзигә тәвә болмиған арал вә аралчиларда халиғанчә һәрикәт қилиш һоқуқи йоқлуқини билдүргән.

«хабәртүрк» гезити: әнглийә авийатсийә баһалаш оргини — скайтракс (Skytrax)ниң дунйадики әң йахши айродурумларни баһалап бекиткәнликини йазди.

хәвәрдә көрситилишичә, йолучилар билән елип берилған әл райи тәкшүрүшини асас қилған тизимликтә, истанбул айродуруми «2024-йиллиқ дунйа айродурум мукапатлири» тизимликидә 10-қатардин орун алған.

«һүррийәт» гезити: йавропаниң әң чоң пән-техника йәрмәнкиси —мобайлфест (Mobilefest)ниң  25-апрелдин 27-апрелғичә истанбулда өткүзүлидиғанлиқини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, төтинчи қетимлиқи өткүзүлидиған мобайлфест хәвәрлишиш техникиси йәрмәнкиси вә қурултийи 300 дин артуқ марка вә 20 миңдин артуқ зийарәтчини күтүвалидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر