23.11.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1737511
23.11.2021

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң, «пул-муамилә киризисини башқурушта тәҗрибә-савақларға игә дөләт болуш сүпитимиз билән, дунйа баштин кәчүрүватқан ачқучлуқ мәзгил пәйда қилған пурсәтләрдин пайдилиниш ирадилиримиз қәтий» дегәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә йәнә, рәҗәп таййип әрдоғанниң, «мәбләғ селиш, ишләпчиқириш, ишқа орунлаштуруш, експортни мәркәз қилған иқтисадий сийасәтлиримиз билән дөлитимиз үчүн әң тоғрини қилишта қәтий қарарға игимиз» дегәнлики қәйт қилинди.

«вәтән гезити», гиретсийәниң түркийәниң мудапиә санаити саһәсидики илгириләшлирини йеқиндин көзитиватқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийәниң йәрлик вә миллий технологийәлири гиретсийә таратқулирида кәң хәвәр қилиниш билән биргә, афенаниң түркийәгә йетишиш намида йолға қойған сийасәтлириниң тәнқид қилиниватқанлиқи билдүрүлди.

билдүрүлишичә, мудапиә санаитидә түркийәгә йетишиш үчүн америка вә фирансийәгә айропилан, парахот закас қилған афена, әнқәрәгә йетишәлмәйдиғанлиқини билгән. гиретсийә таратқулири «қораллиниш мусабиқиси бизни вәйран қилиду» дегән сәрләвһиләрдә хәвәр елан қилишқа башлиған.

«йеңи шәпәқ гезити», маракәш, алҗирийә, риванда вә нигерийәдин кейин, йәнә бир африқа дөлити нигерниң учқучисиз һава аппарати «2 т б-байрактар» ға херидар болғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, нигерниң террорлуқ тәшкилати әл қаидә вә даешқа қарши күришини байрактар учқучисиз һава аппаратлири билән қилидиғанлиқи қәйт қилинди.

«стар гезити», африқаниң нурғун гүзәлликләрни өз ичидә сақлаватқан бир қитә икәнликини тилға алған «Hear Women» намлиқ тәшкилатниң йуқири дәриҗилик башқурғучиси деқа салад (Deqa Salad) ниң, башқа дөләтләр мәбләғ селиш үчүн хәтәрлик дәватқан күнләрдә, түркийәниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң башчилиқида сомалиға мәбләғ селиштин чекинмигәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», вухән вируси (Kovid-19) ға тәтқиқ қилип йасалған йәрлик ваксина түрковак (TURKOVAC) ниң үчинчи қетимлиқ синиқини 3 миң киши үстидә қилишниң пилан қилинғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, йәрлик ваксинани 2022-йилда хизмәткә сунушниң пилан қилинғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر