16.11.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһи хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1734576
16.11.2021

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң байанатчиси өмәр чәликниң түнүгүн (2021-йили 15-нойабир) фирансийә пайтәхти парижда ечилған ливийә йиғини үстидә тохтилип: «ливийәдә тинчлиқ хәлқ тәрипидин орнитилиши керәк. фирансийә пирезиденти макронниң түркийәгә қилған әскәрләрни чекиндүрүш чақирқи наһайити сәтчиликтур. түркийә әскәрлири тәлим-тәрбийә үчүн у йәрдә туруватиду» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акарниң түнүгүн түркийә-моңғулийә арилашма иқтисадий комитети йиғини мунасивити билән түркийәгә кәлгән моңғулийә дөләт мудапиә министири саиханбайар гүрсәд билән көрүшкәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, икки рәһбәрниң айрим көрүшүшидин кейин, һәйәтләр ара учришишниң өткүзүлгәнлики билдүрүлди.

көрүшүшләрдә, икки дөләт оттурисида һәрбий тарих, архипчилиқ, музейи вә ахбарат ишлирида һәмкарлиқ орнитиш келишиминиң имзаланғанлиқи қәйт қилинди.

«вәтән гезити»,  түркийә һава йоллири ширкитиниң 8-14-нойабир (2021) күнлири арисида күнлүки 1 миң йәттә айропилан сәпири әмәлгә ашуруп, йавропада әң көп айропилан сәпири қилған иккинчи  һава йоллири ширкити болғанлиқини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», адийаманда 40 миң йиллиқ икәнлики байқалған төт данә таш қатма тепилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, бөлүкйайла йезисида 21 йашлиқ гүлҗан өзтүркниң тепивелип, адийаман музейисиға тапшуруп бәргәнлики билдүрүлди.

хәвәрдә, музейи хадимлириниң дәсләпки тәкшүрүштә, таш қатмиларниң 40 миң йиллиқ тарихқа игә еосен дәври нумиллар гурупписиға тәвә йәккә һүҗәйрилик деңиз җанлиқлири икәнликиниң оттуриға чиққанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر