19.10.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1721723
19.10.2021

түркийә авази радийоси: <<вәтән гезити>>, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн (2021-йили 18-өктәбир) ангола пирезиденти мануел гонкалвес лоренко (Manuel Gonçalves Lourenço) билән бирликтә өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, анголаниң түркийәдин учқучисиз һава аппарати сетивелиш тәлипиниң барлиқини؛ һазир болса, һәрбий аптомобил сетивелишни музакирә қилғанлиқлирини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

<<һөррийәт гезити>>, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн ангола парламенти омумий кеңишидә нутуқ сөзлигәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң: <<инсанийәт тәқдириниң иккинчи дунйа урушида ғәлибә қилған бир қанчә дөләтниң инсабиға ташлап қойулмайду вә ташлап қойулмаслиқи керәк, дәп қараймиз>> дегәнлики билдүрүлди.

<<сабаһ гезити>>, қәйсәри әрҗийәс универстетида тәтқиқ қилип йасалған йәрлик вә миллий түрковак ваксинасиниң үчинчи шишисини қәйсәридә пидаийларға әмләшниң башланғанлиқини хәвәр қилди.

<<хәбәр түрк гезити>>, бу йил (2021) анталйаға сайаһәткә кәлгән сайаһәтчиләр саниниң 8 милйон 38 миң 761 гә йәткәнликини хәвәр қилди.

санлиқ мәлуматларда көрситилишичә, бу йил йанвардин бүгүнгичә анталйаға һава йоли билән сайаһәткә кәлгән сайаһәтчиләр сани өткән йили (2020) ниң охшаш мәзгилидикигә селиштурулғанда %162 ашқан.

<<стар гезити>>, түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тика (TİKA) ниң қирғизистан миллий студийосиниң архипидики филимларни диҗиталлаштуруш лайиһәсигә йардәм қилғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر