15.10.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1720125
15.10.2021

түркийә авази радийоси: «вәтән» гезити: «талибан вәкилләр өмики түркийәдә» сәрләвһилик хәвиридә, дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу талибан тәрипидин қурулған афғанистан мувәққәт һөкүмитиниң ташқи ишлар министири вәкили әмирхан муттәқи вә һәмраһлиқидики вәкилләр үмики билән көрүшкәндин кейин, талибан һәйити билән түркийәниң афғанистанға қилған йардими тоғрисида сөзләшкәнликлирини билдүрүп, «уларму бизниң болупму инсанпәрвәрлик йардәмләр, у йәрдики селинмиларниң давамлаштурулуши, иқтисад, йәни тәрәққийат йардәмлири билән башқа органлиримизниң бүгүнки күнгичә қилип кәлгән йардәмлирини давамлаштурушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди» дегәнликини йазди.

«йеңи шәпәқ» гезити: «ақар: қилинишқа тегишлик қандақ иш болса, вақти кәлгәндә қилиниду (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, (түркийә җумһурийити) дөләт мудапиә министири хулуси ақарниң, п к к / й п г террорлуқ тәшкилатиниң сүрийәниң шималидин қиливатқан һуҗумлири тоғрисида тохтилип: «һәқ – һоқуқ вә мәнпәәтимизни қоғдаш вә асраш үчүн қилишқа тегишлик һәр қандақ иш, һөрмәтлик җумһур рәисимизниң рәһбәрликидә бүгүнгичә қандақ қилинған болса, һечким шүбһә қилмисунки, йери вә вақти кәлгәндә охшаш шәкилдә қилиниду» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«сабаһ» гезити: «толуқ мустәқил мудапиә санаити(ниң әһмийити) тәкитләнди» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәһбәрликидә чақирилған дөләт мудапиә санаити иҗраийә комитети йиғинида, йәрлик вә миллий системиларға йеңи системиларни илавә қилишқа мунасивәтлик мәсилиләрниң музакирә қилинғанлиқи, толуқ мустәқил мудапиә санаитиниң әһмийитиниң тәкитләнгәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«стар» гезити: «йәнә икки дөләт түрк учқучисиз һава аппаратини сетивалмақчи» сәрләвһилик хәвиридә, ефийопийә билән маракәшниң байқар мудапиә санаити ширкити ишләпчиқарған қоралсиз учқучисиз һава аппарати сетивелиш үчүн тәләп сунғанлиқини йазди.

«һөррийәт» гезити: «дунйадики әң егиз айал» сәрләвһилик хәвиридә, қарабүкниң сафранболу наһийәсидә олтурушлуқ румәйса гәлгиниң 2 метир 15 сантиметирлиқ бойи билән «дунйадики әң егиз айал» рекортиға киргәнлики тоғрисидики учурларға орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر