03.09.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1701983
03.09.2021

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң түнүгүнки (2021-йили 2-сентәбир) байанатида, кабул айродурумини башқуруш тоғрисида: «талибандин вә бәзи дөләтләрдин биз билән һәмкарлишиш тоғрисида тәләпләр келиватиду. буларниң һәммисини ойлишимиз. һәммә киши хатирҗәм болидиған шәкилдә бихәтәрлик орнитиш керәк. буни талибанға йәткүздуқ» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң байанатчиси өмәр чәликниң түнүгүн афғанистанниң нөвәттики вәзийити тоғрисида тохтилип, йүз бериши мумкин болған көч долқуниға қарши хәлқарани агаһландурғанлиқини хәвәр қилди.

«стар гезити», қатар ташқи ишлар министири шәйх муһәммәд бин абдурраһман алсаниниң: «кабул айродурумини қайта ечиш үчүн түркийә билән бирликтә тиришиватимиз» дегәнликини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», сода министири мәһмәт мушниң 2021-йили авғуст ейидики експорт миқдариниң өткән йилниң охшаш мәзгилигә селиштурулғанда тәхминән %52 ешип, 18.9 милйард долларға йәткәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, министирниң: « бу рәқәм билән әң йуқири авғуст ейи експорт миқдариға йәттуқ. йеқинқи 12 айлиқ експорт рәқәмлири 207.5 милйард долларға йетип, җумһурийәт тарихидики рекорт бузуп ташланди» дегәнлики әскәртилди.

«хәбәр түрк гезити», вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин хизмәт бериштин тохтап қалған кушадаси әгә портиниң аридин өткән узун мәзгилдин кейин, тунҗи йолучилар парахотини күтүвалғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, парахоттики 450 русийәлик сайаһәтчиниң кушадасидики хәлқ сәнәтчилири тәрипидин қизғин күтүвелинғанлиқи билдүрүлди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر