01.09.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1700634
01.09.2021

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң истанбулда өткүзүлгән бир мурасимда, һәр хил учқучисиз һава аппаратлириға игә болғанлиқлирини билдүрүп: «әмди ишик түвидики тиләмчи әмәсмиз. дәл әксичә, һәммә киши биздин тәләп қиливатиду. әзәрбәйҗанға учқучисиз һава аппаратлиримиз билән йардәм қилдуқ. ливийәгә учқучисиз һава аппаратлиримиз билән бардуқ. буниңдин кейин һечкимниң ишикидә тиләмчи әмәсмиз» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», әзәрбәйҗан, қатар, украина, тунис вә нато әзаси полшадин кейин, ирақниңму түркийәниң учқучисиз һава аппаратлирини сетивелишни тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, ирақниң «байрактар-т б2», « T129-атак» тик учари вә йеңи учқучисиз һава аппаратлиридин сетивелишни тәләп қилғанлиқи қәйт қилинди.

«стар гезити», түркийә нефит һәссидарлиқ ширкити твиттерда: «сакарйа газлиқиниң ‹2-түркәли› қудуқидики синақни мувәппәқийәтлик ахирлаштурдуқ» дәп байанат елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», сколйоз кесәлликигә гириптар болған, давалиниш үчүн германийә вә америка қатарлиқ дөләтләрни айланған 13 йашлиқ әнглийәлик уссулчи оливийа буклейниң түркийәдә мувәппәқийәтлик оператсийә қилинғанлиқини хәвәр қилди.

«хәбәр түрк гезити», түркийә айаллар валибол командисиниң йавропа чемпийонлуқида полша айаллар командисини 0 гә қарши 3 нәтиҗә билән йиңип, йерим һәл қилғуч мусабиқигә чүшүш салаһийитигә еришкәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر