24.06.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1663835
24.06.2021

түркийә авази радийоси: «стар гезити», түркийә муавин җумһур рәиси фуат октайниң шималий қибрис түрк җумһурийитидә давамлишиватқан лайиһәләрни түркийәниң давамлиқ қоллайдиғанлиқини билдүрүп: «өз алдиға иш қилалайдиған вә ишләпчиқиридиған шималий қибрисни бирликтә қуруп чиқишқа мәҗбурмиз» дегәнликини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акарниң түнүгүн (2021-йили 23-ийун) афғанистан тоғрисида байанат елан қилип, америка билән кабул айродуруми мәсилиси үстидә көрүшидиғанлиқлирини билдүргәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, һулуси акарниң: «афғанистанда мвҗутлуқимиз бар, һазирниң өзидә әскәр әвәтиш мәсилиси йоқ. мәқситимиз афғанистанлиқ қериндашлиримизниң бихәтәрликигә һәссә қошуштур» дәп ейтқанлиқи әскәртилди.

«вәтән гезити», түркийә сәһийә министири фаһрәттин коҗаниң түнүгүн билим кеңиши йиғинидин кейин, әтә (2021-йили 25-ийун) дин башлап 18 йашқа киргән һәммә кишиләрни вухән вируси(Kovid-19) ваксинаси билән әмләш ишлириниң башлинидиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, фаһрәттин коҗаниң һиндистанда көрүлгән вухән вируси делта варийантиниң, түркийәдә 134 кишидә байқалғанлиқини ейтқанлиқи әскәртилди.

«сабаһ гезити», енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәзниң түркийәниң тәбиий газ мәнбәлирини хилму хиллаштурушни, суйуқландурулған тәбиий газ лайиһәлири билән ашуруватқанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«хәбәр түрк гезити», қатнаш министири адил караисмаилоғлуниң түнүгүн йәрлик вә миллий шәкилдә тәрәққий қилдурулған 5G  техникиси арқилиқ авазлиқ көрүшүшни әмәлгә ашурғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, министир караисмаилоғлуниң 5G ға хас башқуруш, мулазимәт вә йумтал мәһсулатлириниң тәрәққий қилдурулуши мусаписидә муһим басқучларни арқида қалдурғанлиқлирини ейтқанлиқи қәйт қилинди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر