13.05.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1638888
13.05.2021

түркийә авази радийоси: «стар» гезити: «җумһур рәис әрдоған: ислам дүшмәнлики вируси болупму йавропада тез тарқиливатиду  (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң «бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т)да йиллардин буйан қиливатқан <дунйа бәштин чоң> дегән чақириқимизниң орунлуқ чақириқ икәнликигә һәммә бирликтә гуваһ болдуқ» дегән сөзлиригә орун бәрди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, ковид – 19 йуқумиға охшашла хәтәрлик болған ислам дүшмәнлики вирусиниң болупму йавропа дөләтлиридә тез сүрәттә тарқиливатқанлиқини биилдүргән әрдоған: «алтә милйони түрк болуп 35 милйон мусулман йашайдиған йавропа, нөвәттә аста - аста у йәрдики қериндашлиримизға үсти очуқ түрмигә айланмақта» дегән.

«сабаһ» гезити: «ислам һәмкарлиқ тәшкилати түркийәниң тәшәббусиға асасән йиғин чақирди» сәрләвһилик хәвиридә, ислам һәмкарлиқ тәшкилати вәкилләр комитетиниң 11- май түркийәниң тәшәббусиға асасән йиғин чақирғанлиқи вә йиғин ахирида, исраилийәниң һуҗумлириниң әйибләнгәнлики, (пәләстинликләрниң) хәлқаралиқ қоғдаш капалити астиға елиниши, шундақла исраилийәниң садир қилған җинайәтлириниң җавабкарлиқиниң сүрүштә қилинишини тәләп қилғанлиқи тоғрисидики учурларға орун бәрди.

  «йеңи шәпәқ» гезити: «биз пәләстинниң түркийәниң муһим ишлириниң бири икәнликини йәнә бир қетим көрдуқ» сәрләвһилик хәвиридә, қуддусни қоғдаш комитети башлиқи насир әлһимдиниң «пәләстинниң түркийәниң муһим ишлириниң бири икәнликини йәнә бир қетим көрдуқ» дегән сөзлиригә орун бәрди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, түркийәниң бу мәсилидә хәлқара сәһнидә һәр даим бир қәдәм алдида туруватқанлиқини билдүргән һимди: «түркийә вә җумһур рәиси әрдоғанға миннәтдарлиқ билдүримән» дегән.

«вәтән» гезити: «бирла қетимда 12 ракета» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси мудапиә санаити идариси башлиқи исмаил дәмирниң: «BMC ширкити ишләпчиқарған <вуран> намлиқ аптомобилға сәпләнгән 107 миллиметирлиқ көп ситволлуқ ракета қойуп бәргүчи нишанға мувәппәқийәтлик  зәрбә берип синақтин өтти. бирла қетимда 12 ракета қойуп бериш иқтидариға игә көп ситволлуқ ракета қойуп бәргүчи түркийә армийәсиниң хизмитидә» дегән сөзлиригә орун бәрди.

«һөррийәт» гезити:«апрел ейида туралғу сетиш нисбити %124 ашти» сәрләвһилик хәвиридә, апрел ейида түркийәниң һәрқайси җайлирида 95 миң 863 өй – мүлүк сетилғанлиқини, сетилиш миқдариниң бултурқиға селиштурғанда %124 ашқанлиқини йазди.

хәвәрдә көрситилишичә, чәт әлликләрниң туралғу сетивелиш нисбити алдинқи йилиниң охшаш ейиға селиштурғанда %416.1 ешип, 4 миң 77 гә йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر