26.04.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1628387
26.04.2021

түркийә авази радийоси: «‹вәтән› гезити», «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғандин чанаққәлә сигнали» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни  оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, чанаққәлә урушлириниң 106 – йиллиқи мунасивити билән елан қилған байанатида, «чанаққәлә роһини йашитишни вә дөлитимизниң келәчикини техиму қудрәт тапқузушни қәтий ирадә билән давамлаштуримиз» деди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити»,  «террорлуқ нишанлири йәр билән йәксан қиливетилди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларға орун аҗратти:

ирақниң шималидики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к унсурлириға қаритилған «пәнҗә – чақмақ» вә «пәнҗә гүлдүрмама» һәрбий һәрикәтлири давамлашмақта. түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, «<пәнҗә – чақмақ> вә <пәнҗә -  гүлдүрмама> һәрбий һәрикәтлири даирисидә, террорчиларниң увилириға кирилди, һава армийәмиз террорлуқ нишанлирини йәр билән йәксан қиливәтти» дейилди.

«‹стар› гезити», «татар: <түркийә бу йәрдә сөз саһибидур, һәқ – һоқуқлиримизниң дәпсәндә қилинишиға йол қоймайду> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар, гиретсийәдә чиқидиған «‹Kathimerini› гезити» билән өткүзгән сөһбитидә,  түркийә билән көп йөнилишлик мәнпәәтлириниң барлиқини тәкитләп, «түркийә қудрәтлик бир дөләттур, бу дөләтниң капаләтчисидур, ана вәтинидур, бу йәрдә сөз саһибидур,  һәқ – һоқуқлиримизниң дәпсәндә қилинишиға йол қоймайду» деди.

«‹һөрийәт› гезити», «ақсунгурдин мислисиз мувәппәқийәт» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә дөләт мудапиәси санаити оргининиң башлиқи исмаил дәмир, ақсунгур қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириниң, тунҗи қетим 340 килогирам еғирлиқтики « KGK-SİHA-82» ни 30 километирлиқ мусапидики нишанға мувәппәқийәтлик тәгкүзгәнликини уқтурди.

«‹сабаһ› гезити»,  «миллий челишиш маһири риза қайалп 10-қетим йавропа чемпийони болди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

миллий челишиш маһири риза қайалп, йавропа челишиш ләвһә талишиш мусабиқисидә, 130 килогирамлиқлар бойичә,  гирузийәлик рәқиби лакоби каҗаҗани йеңип алтун медалға еришти вә кәспий һайатида 10-қетим йавропа чемпийони болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر