16.02.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1584489
16.02.2021

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн (2021-йили 15-феврал) байанат елан қилип, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң ирақниң шималидики гара районида 13 түркийә пуқрасини шеһит қилғанлиқиға аваз чиқармиған америкаға наразилиқ билдүргәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң, «қени силәр п к к ни, й п г ни қоллимайттиңлар, дәл әксичә қоллаватисләр вә арқисида туруватисләр» дегәнлики билдүрүлди.

«стар гезити», түркийә ташқи ишлар министирлиқи американиң террорлуқ тәшкилати п к к ниң қәтлиамиға мунасивәтлик байанатиға қарита билдүрүлгән наразилиқниң «әң қаттиқ шәкилдә» тилға елинғанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

министирлиқниң байанатида, «америка баш әлчиси давид сәтерфилд министирлиқимизға чақирилди вә наразилиқимиз әң қаттиқ шәкилдә йәткүзүлди» дейилгәнлики қәйт қилинди.

америка ташқи ишлар министирлиқиниң, ирақниң гара районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к тәрипидин 13 түркийә пуқрасиниң шеһит қилинғанлиқи тоғрисидики байанатида, «түркйә пуқралириниң террорлуқ тәшкилати п к к ниң қолида өлтүрүлгәнлики хәвәрлири тоғра болса, бу һәрикәтни қаттиқ әйибләймиз» дейилгән иди.

«сабаһ гезити», түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң түнүгүн (2021-йили 15-феврал) америка ташқи ишлар министири антонй блинкен билән телефонда көрүшкәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, икки тәрәп мунасивәтлири вә террорлуққа қарши туруш мәсилилириниң музакирә қилинғанлиқи؛ америка ташқи ишлар министири блинкенниң шеһит қилинған 13 түркийә пуқраси үчүн тәзийәсини йәткүзүп, буниңға террорлуқ тәшкилати п к к ниң җавабкар икәнликини ейтқанлиқи қәйт қилинди.

«вәтән гезити», тутуш буйруқи чиқирилған фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати әзалиридин гүрбүз сәвилай билән тамәр авҗиниң миллий истихбарат идариси тәрипидин өзбекстандин түркийәгә тутуп келингәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, гүрбүз сәвилайниң ирақ билән сүрийәдә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|к җ к-п й д|й п г-с дг ни қорал билән тәминләш һәрикитидә болғанлиқи вә тәшкилатниң намдики мәсуллири билән көрүшкәнликиниң ениқланғанлиқи қәйт қилинди.

«хәбәр түрк гезити», мәсут өзилниң фәнәрбаһчә командисиға йөткилишидин кейин өткүзүлгән имза мурасимида, мәхсус тәййарланған вә мәсут өзил имзалиға үч форминиң җәмий 36 миң 50 йавроға сетилғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر