25.01.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1570422
25.01.2021

түркийә авази радийоси: «вәтән» гезити: «деңиз чарлаш айропилани тунҗи вәзиписини иҗра қилди» сәрләвһилик хәвиридә, деңиз армийәси қоманданлиқ иштабиниң әслиһәлиригә қатариға сәпләнгән TCB - 751 қуйруқ номурлуқ P - 72 деңиз чарлаш айропиланиниң түнүгүн тунҗи вәзиписини иҗра қилди. вәзипә иҗра қилинғанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, дөләт мудапиә министири хулуси ақар армийә баш иштаб башлиқи генерал йашар гүләр вә қуруқлуқ армийәси қомандани генерал үмид дүндар билән бирликтә айропиланни көздин кәчүргән.

«йеңи шәпәқ» гезити: «министир дөнмәз: фатиһ бурғилаш парахоти йеңи бекитидә (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәзниң түнүгүн байанат берип, фатиһ бурғилаш парахотиниң қара деңиздики йеңи бекити болған түркали-2 қудуқиға йетип барғанлиқини уқтурғанлиқини вә сөзини давамлаштуруп: «парахотимиз тәййарлиқларни тамамлиғандин кейин сакарйа тәбиий газлиқидики хизмитини башлайду, қара деңиз фатиһи хизмитини үзүлдүрмәй давамлаштуриду» дегәнләрни қәйт қилғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«стар» гезити: «трабзон қара деңизниң 2020 - йиллиқ експортида алдинқи орунни игилиди» сәрләвһилик хәвиридә, шәрқий қара деңиз експортчилар бирләшмисиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, бултур қара деңиздики 18 өлкидин төт милйард 486 милйон 225 миң 629 долларлиқ мәһсулат експорт қилинғанлиқини, буларниң ичидә трабзонниң 1 милйард 60 милйон 807 миң 778 долларлиқ үлүш билән район експортиниң %24 ни игиләп, биринчи қатардин орун алғанлиқини йазди.

«хабәртүрк» гезити: «дәмирҗиниң қолда тоқулған гилими йирақ шәрқ базириға қарап йолға чиқти» сәрләвһилик хәвиридә, манисаниң дәмирҗи наһийәсиниң қолда тоқулған гиләмлириниң дөләт ичи вә йавропа базарлиридин кейин, хитай вә йапонийә базарлириғиму әвәтилишкә башлиғанлиқи тоғрисидики учурларға орун бәрди.

«һөррийәт» гезити: «мәсут өзил рәсмий йосунда фәнәрбаһчәдә» сәрләвһилик хәвиридә, фәнәрбаһчә командисиниң мәсут өзил билән үч йерим йиллиқ тохтам имзалиғанлиқини «бир арзу әмәлгә ашти» мавзулуқ бир байанат арқилиқ елан қилғанлиқини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر