14.01.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1563520
14.01.2021

«‹вәтән› гезити», «җумһур рәис әрдоған йәрлик вә миллийсини қуруп чиқидиғанлиқини елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң йәрлик вә миллий ул әслиһәлириниң күч - қудритини арзу қилинған сәвийәгә чиқиришқа ишинидиғанлиқини билдүрди. әрдоған түнүгүн җумһур рәислик күллийәсидә өткүзүлгән радийо телевизийә җәмийити 2019 – йиллиқ оскар мукапати мурасимида, тез учур йоллаш йумшақ деталлири үстидә тохтилип, «иншааллаһ, буниң йәрлик вә миллийсини қуруп чиқимиз» деди.

«‹сабаһ› гезити»,  «түркийә, пакистан вә әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлири исламабадта көрүшти» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

ташқи ишлар министири мәвлут чавувушоғлу пакистанниң пайтәхти исламабадта өткүзүлгән түркийә-әзәрбәйҗан-пакистан үч тәрәп ташқи ишлар министирлири йиғинидин кейин, чақирилған қошма ахбарат елан йиғинида нутуқ сөзлиди. чавушоғлу башлиқлар йиғинида нурғун саһәләрдә һәмкарлишип хизмәт қилиш қарари алғанлиқлирини тәкитләп: «бихәтәрлик, муқимлиқ вә байашатлиқни ашуруш үчүн муһим қәдәмләрни ташлашни қарар қилдуқ» деди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «путин җумһур рәис әрдоғанға қарабағ һәққидә телефон қилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

русийә президенти виладимир путин дүшәнбә күни москвада әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев вә әрменийә баш министири никол пашинйан билән тағлиқ қарабағ мәсилиси үстидә елип барған үч тәрәплик учришиш һәққидә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға мәлумат бәрди. икки рәһбәр түнүгүн телефонда көрүшти. сөһбәттә түркийә - русийә мунасивәтлириниң күчәйтилишигә даир ташлинидиған қәдәмләр музакирә қилинди. ,тағлиқ қарабағдики уруш тохтитишни контрол қилиш вә назарәт қилишқа даир түркийә-русийә бирләшмә назарәт мәркизииң вәзийити музакирә қилинди.

«‹стар› гезити» «тунҗи <CoronaVac>  ваксиниси сәһийә министири коҗаға әмләнди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җидди ишлитиш рухсити берилгән тунҗи <CoronaVac>  ваксиниси әнқәрәдики  шәһәр дохтурханисида сәһийә министири фаһрәттин коҗаға әмләнди. фаһрәттин коҗа һәммәйләнниң чоқум ваксина әмлиниши керәкликини тәкитләп: «чүнки бу кесәлликниң алдини елишниң әң үнүллүк йоллиридин бирси ваксина әмләш. нормал, илгирики турмушимизға қайтиш үчүн чоқум ваксина әмлинишимиз лазим» деди.

«‹һөрийәт› гезити», «министир варанк: <нойабирда санаәт ишләпчиқириш миқдари әң йуқири дөләтләрниң биригә айландуқ> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

санаәт вә техника министири мустапа варанк түнүгүн елан қилған байанатида, түркийәниң нойабирда санаәт ишләпчиқириш миқдарини әң йуқири көтүргән дөләтләрниң бирсигә айланғанлиқини билдүрүп, «дуч кәлгән барлиқ қийинчилиқларға қаримай, бизниң санаәт ишләпчиқириш нисбитимиз, йиллиқ %11 вә  айлиқ %1.3 ешиш билән базар мөлчәрлиридин алаһидә йуқири ишқа ашти. нишанимиз ишләпчиқириштики бу ешишни 2021 - йилидиму давамлаштуруштур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر