08.01.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1559764
08.01.2021

түркийә авази радийоси: «стар» гезити: «албанийә баш министири раманиң ASELSAN зийарити» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтайниң түнүгүн албанийә баш министири еди рама билән бирликтә һәрбий електирон санаити ширкити — ASELSAN ни екскурсийә қилғанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, йеқин кәлгүсидә албанийәниң шәһәр вә йоллирида һәрбий електирон санаити ширкити тәтқиқ қилип йасап чиққан техникиларниң ишлитилишини үмид қилидиғанлиқини билдүргән рама, түрк технологийәниң йуқири сеһрий күчкә игә икәнликини ейтқан.

«сабаһ» гезити: «министир сойлу: гиретсийә бигунаһ кишиләрни өлүмгә иттирмәктә, йавропа тамаша қилмақта (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, (түркийә җумһурийити) ички ишлар министири сүләйман сойлуниң гиретсийәниң қанунсиз көчмәнләрни өлүмгә иттириватқанлиқини, йавропаниң тамаша қилип туруватқанлиқини ейтқанлиқини йазди.

хәвәрдә, сойлуниң түнүгүн өзиниң тивиттердики адресида рәсимләрни һәмбәһриләп, гиретсийәниң тәртипсиз көчмәнләрни қутқузушниң орниға уларниң һайатини хәтәргә иттирип, түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа қиставатқанлиқи, қийин әһвалда қалған көчмәнләрниң түркийә деңиз қирғиқи муһапизәтчиләр әтрити тәрипидин қутқузувелинғанлиқи вә қаидисиз көчмәнләрниң сөз - ибарилири орун алған көрүнүшләрни ортақлашқанлиқи қәйт қилинди.

«хабәртүрк» гезити: «министир дөнмәз: алтун ишләпчиқиришимиз өткән йили җумһурийәт тарихидики рекортни бузди (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, (түркийә җумһурийити) енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәзниң түнүгүн байанат елан қилип: түркийәниң алтун ишләпчиқиришиниң вухән вируси (ковид – 19) йуқумиға қаримай йил ахирида җумһурийәт тарихидики рекортни бузуп, 42 тонниға йәткәнликини әскәрткәнликини вә буниң түркийә иқтисадиға 2 милйард 400 милйон доллар төһпә қошқанлиқини ейтқанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«йеңи шәпәқ» гезити: «тәхминән 82 милйон йолучиниң таллиши айропилан болди» сәрләвһилик хәвиридә, (түркийә) қатнаш вә ул әслиһә министирлиқи дөләт айродурумлирини башқуруш орниниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, түркийә миқйасидики айродурумларниң 2020- йили җәмий 81 милйон 657 миң 70 йолучиға мулазимәт қилғанлиқини йазди.

сәрләвһилик хәвиридә: «түрк дохтурға медитсина дунйаси йуқири баһа бәрди» сәрләвһилик хәвиридә, мармара университети теббий пәнләр факултети балилар сәзгүрлүк иммунитет пирофессори доктор әхмәт оғузхан өзәнниң балилиқ дәвриниң әҗәллик ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириш еһтимали болған кесәллики  CHAPLE сендроминиң толуқ давалаш усулини байқиғанлиқини, өзән вә тәтқиқат гурупписиниң мәзкур давалаш һәққидики мақалисиниң медитсина дунйаниң күчлүк қизиқиш қозғиғанлиқини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر