07.01.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1559064
07.01.2021

«‹стар› гезити», «җумһур рәис әрдоған фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати һәққидә тохталди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн түркийәдә рәсмий зийарәттә болған албанийә баш министири еди рама билән бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини чақирди. еди рама билән өткүзүлгән учриишишта терорлуққа қарши күрәш, мудапиә вә һәрбий саһәдики һәмкарлиқларниң нуқтилиқ музакирә қилинғанлиқини әскәрткән әрдоған, «фәтһуллаһчи терорлуқ тәшкилатиниң һәр икки дөләткә нисбәтән тәһдит шәкилләндүриватқанлиқиға даир албанийә даирилири билән охшаш пикиргә игимиз. түркийә бу җәһәттә түркийә маарип фонди җәмийи қатарлиқ барлиқ органлири билән албанийәниң йенида орун алиду» деди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «түркийә ташқи ишлар министирлиқи америкадики вәқәләр тоғрисида байанат елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийә америкадики намайишчилар палата бинасиға бесип кәргән вәқәләргә қарита байанат елан қилди. байанатта һәммила тәрәп мөтидил болушқа чақириқ қилинди вә: «<намайишчиларниң палата бинасиға бесип киришкә урунуши> дәриҗисигә йәткән америкадики дөләт ичи өзгиришләрни әндишиләнгән һалда көзәтмәктимиз» дегән сөзләр ишлитилди.

«‹һөрийәт› гезити»,  «әрсин татар б д т ға чақириқ елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң баш катипи антонийо гутерресни аралдики игилик һоқуқ, баравәрлик вә икки дөләтни асас қилған һәмкарлиқиниң формуласиға очуқ пикирлик билән йеқинлишишқа чақириқ қилди.

«‹сабаһ› гезити»,  «министир донмәз: <бизниң сиҗил ток күчимиз 49 миң 550 мегаватқа йәтти> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ донмәз түнүгүн қуйаш енергийәси санаәтчиләр вә санаәт җәмийәтлири уйуштурған «қуйаш енергийәси башлиқлар йиғини» да нутуқ сөзлиди. донмәз сиҗил енергийә саһәсиниң ковид-19 йуқуми мәзгилидин техиму күчәйгән һалда чиққанлиқини байан қилип: «бизниң сиҗил ток күчимиз 49 миң 550 мегаватқа йәтти» деди.

«‹вәтән› гезити», «анталйаниң дәмрә наһийәсидики қәдимий харабилиқларни бултур 242 миң киши зийарәт қилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

анталйаниң дәмрә наһийәсигә җайлашқан музей вә архологийәлик җайларни өткән йили 242 миң 787 киши зийарәт қилди. буниңдин 5 милйон 605 миң 494 лира кирим қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر