түркийә-ирақ линийәсидә енергийә дипломатийәси

төвәндә маһмут гүрәр тәрипидин тәййарланған «енергийә дунйаси» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, түркийә-ирақ линийәсидики енергийә дипломатийәси тоғрисида тохтилип өтимиз.

2133890
түркийә-ирақ линийәсидә енергийә дипломатийәси

түркийә-ирақ линийәсидә енергийә дипломатийәси

түркийә авази радийоси: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 22-апрелдики ирақ зийарити икки дөләт мунасивитиниң йеңи пәллигә көтүрүлүшигә шараит һазирлап бәрди؛ зийарәт даирисидә енергийәдин һәрбий һәмкарлиққичә, қатнаштин деһқанчилиққичә болған 26 саһәдә келишим имзаланди. бу келишимләрниң әң муһимлириниң бириниң тәрәққийат йоли келишими икәнликигә қил сиғмайду. йәнә келип, бу келишимгә түркийә билән ирақла әмәс, әрәб бирләшмә хәлипилики билән қатарму қол қойди.

ундақта тәрәққийат йоли түри немә үчүн муһим? у райондики қайси тәңпуңлуқларни өзгәртиду?

тәрәққийат йоли түри даирисидә 1200 километир төмүр йол вә ташйол йасаш пиланланлиниватқан болуп, бу сайида, түркийәниң искәндәрун порти билән парс қолтуқидики фав порти бир-биригә тутишиду һәмдә у йавропа билән асийа сода линийәсини туташтуридиған әң қисқа йолға айлиниду. у деңиз шараитиниң қандақ болушидин қәтийнәзәр, йавропа иттипақи билән парс қолтуқи райониниң сода еқиминиң үзлүксизликигә капаләтлик қилиду. бу түрниң ишқа кириштүрүлүши билән, ирақ билән бирликтә, парс қолтуқи дөләтлири тәбиий газини йавропаға йөткәшкә техиму аз вақит вә техиму аз чиқим кетиду. тәрәққийат йоли түри йәнә түркийәниң «енергийә мәркизигә айлиниш» нишаниғиму зор төһпә қошиду. бу түр сайисида түркийә ирақниң енергийә мәнбәсиниң дунйа базириға селинишида техиму актип рол ойнайду. бу түр йәнә, қизил деңизда көрүлгән киризис сәвәбидин деңиз қатниши көрүнәрлик дәриҗидә азайғандин кейин, сүвәйиш қанилиниңму асаслиқ рәқибигә айлиниду. фав портидин йавропаға қарап йолға чиққан бир парахот, сүвәйиш қанилиға селиштурғанда 15 күн теҗийәләйду. бу йилниң ахирида тунҗи парахотниң фав портиға ләңгәр ташлиши пиланланмақта. порт ишқа кириштүрүлгәндин кейин, оттура шәрқниң әң чоң «контейнер порти» дәп атиливатқан дубәйдики җәбәл әли портидинму ешип кетиду.

җумһур рәис әрдоғанниң зийарити даирисидә, тәрәққийат йоли түри билән бирликтә енергийә саһәсидиму интайин муһим һәмкарлиқларниң йоли ечилди. түркийә билән ирақ оттурисида енергийә саһәси һәмкарлиқ келишими имзаланди. бу нуқтидин ейтқанда, кәркүк йумурталиқ нефит туруба йолиниң қисқа вақит ичидә қайтидин мәшғулат башлишидин үмид бар. буниңдин башқа, тәрәққийат йолиға параллел һалда йатқузулидиған туруба линийәлири арқилиқ кәлгүсидә бәсрә нефитини түркийәгә тошушниң пиланланғанлиқи оттуриға қойулмақта.

ирақниң испатланған нефит записи тәхминән 145 милйард варил болуп, дунйа нефит записиниң тәхминән %8 игә игә. ирақ нефити ишләпчиқириш тәннәрхи вә сүпити нуқтисидин дунйадики әң әрзан нефитләрниң бири дәп қарилиду.

җумһур рәис әрдоғанниң зийарити нәтиҗисидә, өткән йили апрелда еқими тохтиған ирақ-түркийә хам нефит туруба йолиниң қайтидин ишқа кириштүрүлүши тәхмин қилинмақта. кәркүк йумурталиқ хам нефит турубисиниң йиллиқ тошуш иқтидари 70 милйон варилдин ашиду. алдимиздики мәзгилдә, линийәниң сиғимиму кеңәйтилиши мумкин.

түркийә билән ирақ оттурисидики сода миқдари йиллиқ 30 милйард доллар әтрапида болуп, тәрәпләр оттурисидики дийалогниң күчийишигә әгишип, сода һәҗимини техиму ашурушни нишан қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر