19-май ататүркни хатириләш, йашлиқ вә тәнтәрбийә байрими

бүгүн түркийә җумһурийитиниң қурғучиси «мустапа камал ататүркни хатириләш, йашлиқ вә тәнтәрбийә байрими» ни тәбриклимәктимиз.

2141213
19-май ататүркни хатириләш, йашлиқ вә тәнтәрбийә байрими

түркийә авази радийоси: бүгүн түркийә җумһурийитиниң қурғучиси «мустапа камал ататүркни хатириләш, йашлиқ вә тәнтәрбийә байрими» ни тәбриклимәктимиз. азадлиқ урушини ғәлбә билән ахирлаштурған ататүрк җумһурийитимизниң елан қилиниши билән тунҗи җумһур рәис болди. заманиви хәлқ болуш йолида йашларниң сағлам вә чениққан кишиләр болуп йетилишини капаләткә игә қилиш үчүн мәхсус бир күн үстидә баш қатурулуп, 19-май күнини дөләт байрими сүпитидә бекиткән иди.

бүгүн дөлитимизниң һәр қайси җайлирида вә дөлитимизниң чәт әлләрдики әлчихана, консулханилирида өткүзүлгән мурасимлар билән ататүрк әсләнмәктә һәмдә йашлиқ вә тәнтәрбийә байрими тәбрикләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر