илим әрбаби, йазғучи, шаир, сийасийон вә дөләт әрбаби мәһмәт фуат көпрүлү

назгүл қадирова тәрипидин тәййарланған «һайатини түрк дунйасиға беғишлиғанлар» намлиқ сәһипимизниң бу һәптидики санида, түрк әдәбийати тарихчилиқиниң илмий асасчиси, йазғучи, шаир вә дөләт әрбаби мәһмәт фуат көпрүлү һәққидә тохтилип өтимиз.

2140340
илим әрбаби, йазғучи, шаир, сийасийон вә дөләт әрбаби мәһмәт фуат көпрүлү

илим әрбаби, йазғучи, шаир, сийасийон вә дөләт әрбаби мәһмәт фуат көпрүлү

түркийә авази радийоси : «қайта дунйаға кәлсәм, иккиләнмәстин охшаш йолда маңаттим» дегән фуат көпрүлү, түрк хәлқ әдәбийати саһәсидики тәтқиқатлири арқилиқ түркологийә саһәсидә йеңи упуқларни ачқан нопузлуқ илим әрбаби. аптор 1890-йили 12-айниң 4-күни истанбулда тонулған бир аилидә дунйаға кәлгән болуп, дадиси исмаил фаиз әпәнди бәйоғлудики иккинчи җинайи ишлар сот мәһкимиси баш катиплиқидин пенсийәгә чиққан мәмур, бовиси әһмәд зийа әпәнди бухарест әлчиханисида баш әлчи болған киши иди. бовисиниң атиси тәнзимат әрбаблиридин болуп, дивани һумайун мудири исмаил афиф әпәнди иди. аписи хәдичә ханим болса, ислимийә өлималиридин ариф һекмәт әпәндиниң қизи иди. бу аилиниң шәҗәриси онинчи әвладқа барғанда сәдри әзәм көпрүлү мәһмәт пашаға тутишиду.

өзиниң тәбиригә қариғанда, айасофйа рушдийәсини пүткүзгәндин кейин, мәрҗан идадиси (башланғуч мәктипи)гә киргән көпрүлү, идадигә киргәндин кейин кейин, чәт әл тили өгинишкә әһмийәт берип, бу нуқтидики йетәрсизликлирини толуқлашқа тиришқан. рушдийәдә оқуватқан мәзгилидә парсчә өгәнгән көпрүлү, идадидики йиллирида әрәб вә фирансуз тиллирини йахшилашқа бәл бағлиған. аридин бир нәччә йил өткәндин кейин, «Les Nouvelles Litteraires» журнилиниң зийаритини қобул қилғанда, толуқ оттура мәктәпни әмдила пүттүргән 18 йашлиқ бир бала болуш сүпити билән, фирансуз килассиклирини, болупму 19-әсир әдәбийатидин йетәрлик дәриҗидә хәвәрдар икәнликини әскәрткән. 1907-йили мәктәби һоқуқ (қанун институти)қа оқушқа киргән көпрүлү, у йәрдә өзи интиливатқан нәрсини тапалмиғандин кейин, үчинчи синиптики чеғида мәктәптин чиқип кетип, көпрүлү аилә кутупханисида өзлүкидин тәрбийәлинишкә башлиған. мәрҗан, қабаташ, галатасарай вә истанбул толуқ оттура мәктәплиридә оқутқучилиқ қилған көпрүлү, 1913-йили истанбул дарулфунунида «түрк әдәбийат тарихи» оқутқучиси болуп ишлигән. тәтқиқат ишлириғиму сәл қаримиған көпрүлү, 1913-йили билги мәҗмуәси (журнили)дә елан қилинған «түрк әдәбийат тарихида усул (метод)» намлиқ мақалиси билән, түркологийә саһәсидики шөһритиниң дәсләпки қәдимини басқан. өз дәвридики түркчилик идийәлириниң тәсиригә учриған көпрүлү, үзлүксиз һалда өзини йетиштүрүп, тәтқиқат саһәсидә зор  илгириләшләрни қолға кәлтүргән. у түрк дунйасиниң тарихтин бүгүнгичә болған нурғун темилирида тәтқиқатләрни елип бериш арқилиқ өз дәвригә вә кейинки әвладларға зор төһпиләрни қошқан. униң әдәбийатни тәтқиқ қилиш методи һәққидики әсәрлири түркийәдикила әмәс, бәлки түрк дунйасидики зийалийларғиму зор тәсир көрсәткән. һазирқи заман әдәбийат тарихшунаслиқиниң қурғучиси сүпитидә намини тарих сәһипилиригә йаздурған көпрүлү, әдәбийат, җәмийәтшунаслиқ, күлтүр, мәдәнийәт, дин, тәсәввуп, тил, қанун, иқтисад, музика вә сийасәт қатарлиқ саһәләрдә әсәрләрни йазған. көпрүлүниң «түрк йурду», «сәрвәти фунун», «миллий тәтәббулар мәҗмуәси», «йәни (йеңи) мәҗмуә» вә күндилик гезитләрдики мақалилири, униң илмий тәтқиқатлириниң йоллирини дағдамлаштурған. у өзиниң илмий тәтқиқатидин башқа, сийасий паалийәтлири биләнму күнтәртиптә иди. фуат көпрүлү ташқи ишлар министири болған мәзгилидә, түркийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болуши, балқан шәртнамиси вә бағдад шәртнамисигә тәрәп болуши, җәнубий корейәгә әскәр әвәтиш қатарлиқ нурғун ишларда муһим рол ойниған. 1958-йили харвард унверсититида бир йил бойичә түрк тарихи тәтқиқати билән шуғуллиниш үчүн америкаға тәклип қилинған вә 1959-йили тәтқиқатини тамамлап, түркийәгә қайтип кәлгән. көпрүлү 1966-йили 6-айниң 28-күни әнқәрәдә қатнаш вәқәсигә учрап қаза қилғандин кейин, истанбулға дәпнә қилинған.

өмүр бойи тохтимастин вәтинигә хизмәт қилған көпрүлү, 1500 дин артуқ китаб вә мақалини қалдуруп кәткән болуп, әсәрлири, әсәрлиридики әстайидиллиқи вә методқа пәвқуладдә әһмийәт беридиған хизмәт усули билән, түркийәдә «заманиви тарихшунаслиқниң атиси» дәп тәрипләнгән.

XX әсир түркийәсидә йетишкән наһайити аз сандики қиммәтлик затларниң бири болған пирофессор доктор фуат көпрүлүниң һайати вә иҗадийити һәққидә нурғун тәтқиқатлар елип берилди. һазирму униң һайати, йазмилири вә мақалилири үстидә тәтқиқатлар елип берилмақта.

 

мәнбәләр:

1. Kapucu, D. (2020). MEHMET FUAD KÖPRÜLÜ’NÜN İLMÎ VE SİYASÎ HAYATI. Dünya   İnsan Bilimleri Dergisi, 2020(2), 205-227.

2. "Fuad Köprülü, Sosyal Tarih Perspektifi ve Günümüz Türkiye'sinde Din ve Tasavvuf Tarihi Araştırmalarında 'Tarihin Saptırılması' Problemi", Türkiyat Araştırmalar Dergisi, sayı 3, Konya 1997.

3. https://islamansiklopedisi.org.tr/mehmed-fuad-koprulu



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر