тибабәтниң символи йилан

чүнки (20)

2136632
тибабәтниң символи йилан

тибабәтниң символи йилан

түркийә авази радийоси: «чүнки...» намлиқ программимизниң бу һәптилик санида, биз инсанларниң коллектип тәсәввуридин барлиққа кәлгән вә һазирму дунйа миқйасида ишлитиливатқан бир символ һәққидә тохтилимиз. бүгүнки күндә көпинчә қорқунчни вә йиргиншни қозғайдиған йиланниң қандақларчә давалаш вастиси болған тибабәт илминиң символиға айланғанлиқи үстидә тохтилимиз.

**** ****** ***** ****

инсанийәткә мунасивәтлик байқашларда билингән тунҗи инсанлар топидин етибарән һайван шәкиллириниң турмушимизда бар болуп кәлгәнлики мәлум. тарихи 45 миң йил илгиригә тутишидиған вә тунҗи байқалған рәсимләрдин буйан һайван рәсимлири инсанийәт мәдәнийитиниң тайанч асасини тәшкил қилип келиватиду, дейишкиму болиду.  байқилиши билән инсанларниң тарих қариши пүтүнләй өзгәркән вә бундин 12 миң йил илгири селинған гөбәклитәпә йадикарлиқлирида тепилған әпсаниләргә қәдәр һайванлар һәм тәбиий һайатни ортақлишиш, һәм символлуқ ипадиләш үчүн ишлитилидиған әң асаслиқ мәнбәгә айланған.

әпсаниләрни тәбиий вәқәләрдин шәкилләнгән десәк, болупму йиртқуч вә зәһәрлик һайванлардин кәлгән қорқунч шундақла инсанниң чәксиз тәсәввуриниң бирикишидин шәкилләнгән десәк мубалиғә қилған болмаймиз. сәвәби намәлум вәқәләрни чүшәндүрүш үчүн тәбиәттин ташқири күчләргә мураҗиәт қилиш бүгүнму давамлишип кәлмәктә. бу күчләрни ипадиләштә тарихтин буйан һайванларниң ишлитилип келиниватқанлиқини билимиз. гәрчә бүгүнки күндә әпсаниви персонажлар вә символлар әң гәвдилик шәкли билән <пиланета> дегән нам билән учрап турсиму, әслидә күндилик турмушимизда биз техиму көп учритидиған бир символ бар болуп, у болсиму барлиқ дохтурханиларда көрүлидиған йилан символидур.

*** *** *** *** **** ***** *****

һазир лувир музейида сақлиниватқан сүмәр падишаһи биринчи гудеаниң таш оймисида орун алған ичимлик ​​румкиси үстидики бир-биригә гирәләшкән һалда тәсвирләнгән икки йиланниң сағламлиқ илаһи нинзизидаға символлуқ қилидиғанлиқи билиниду. қәдимкий йунан вә рим әпсанилиридиму йилан тибабәт илаһи дәп қаралған болуп, асклепиосниң семволи һесаблинатти. кесәлләргә шипалиқ ата қилғучи асклепиос астида йилан йөгәшкән бир һаса билән тәсвирлиниду. буниңдин башқа йәнә, қәдимкий месопотамийә вә мисир мәдәнийитидиму йиланлар сақийиш вә шипа типиш билән мунасивәтлик илаһий символ сүпитидә учрайду. йиланниң терә ташлап йеңилиниш алаһидиликиму кесәлликтин қутулуп йеңилинишни ипадиләйдиған митафора сүпитидә қәдимкий текистләрдә өз орнини елип кәлмәктә.

йиланниң мөлчәрлигүсиз һәрикәтлири вә әҗәллик зәһири пайда қилған қорқунчниң уни һөрмәтлинидиған, һәтта униңдин шипани үмид қилидиған орунға көтүргән дәп ойлаш хата болмиса керәк. қәдимкий инсанларниң бу хил позитсийәси бүгүнки күндә башқичә усулда турмушимизда давамлашмақта. йилан зәһири бүгүнки күндә дора санаити саһәси пайдилинидиған химийәлик маддиға айланди. сөзимизниң ахирида, «farmakoloji» доригәрлик сөзиниң асаси болған «фармакон» (farmakon) сөзиниң қәдимкий йунан тилида «һәм зәһәр, һәм шипа» дегән мәнини билдүридиғанлиқини әскәртимиз. 1959-йили хәлқара теббий җәмийити тәрипидин тибабәтниң символи сүпитидә қобул қилинған һасиға йөгәшкән икки йилан уқуминиң йуқириқи вәқәләр билән нәқәр өзара гирәлишип кәткәнликини тилға елиш билән пирограммимзни мушу йәрдә ахирилаштуримиз.

 


خەتكۈچ: #чүнки

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر