түркийәниң енергийә теҗәш сийасити

төвәндә маһмут гүрәр тәрипидин тәййарланған «енергийә дунйаси» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, енергийә теҗәшниң әһмийити вә усуллири тоғрисида тохтилип өтимиз.

2141586
түркийәниң енергийә теҗәш сийасити

түркийәниң енергийә теҗәш сийасити

түркийә авази радийоси: түркийә идарә-органларда теҗәш тәдбирлирини йолға қойушқа атланди؛ бу даиридә аммивий идарә-органларға қарашлиқ нурғун саһәләрдә тәдбирләр йолға қойулиду. бу тәдбирләрниң муһим бир қисми енергийә ишлитиш билән мунасивәтлик ...

түркийә җумһурийити енергийә вә тәбиий байлиқлар министирлиқиниң һәмдә 2053-йилиға барғанда булғима қойуп беришни нөлгә чүшүрүш нишани һәмдә теҗәш тәдбирлиригә мунасивәтлик муһим һәрикәт пилани бар. бу пиланниң нами «2030-йиллиқ дөләтлик енергийәниң үнүмини ашуруш истратегийәси» болуп, бу даиридә, идарә-органлардики енергийә сәрпийатини %30 әтрапида теҗәп қилиш пиланланмақта. 2030-йилиғичә енергийә сәрпийатини %16 азайтип, булғима қойуп беришни 100 милйон тонна азайтиш көзләнмәктә.

аммиви биналар вә коча чирағлириму министирлиқниң истратегийәси вә енергийәни теҗәш һәрикәт пиланиға киргүзүлгән. 2023-йилиниң ахириғичә идарә-органлар қармиқидики биналарда истемал қилинидиған енергййәни %15 теҗәшни пиланлиған министирлиқ, аммиви имарәтләрниң енергийә чиқимидин бир йилда 1 милйард 100 милйон лира теҗәп қалди. теҗәш нишани 2024-йили бир қатланди؛ 2030-йилиғичә аммиви биналарда %30 енергийәни теҗәш нишани бекитилди.

охшашла, түркийәдә йәнә коча чирағлирини LED лаштуруш пирограммиси йолға қойулди. 2030-йилға барғанда, аммиви йорутуш саһәлиригә 1 милйон 200 миң LED үскүниси орнитилиду. бу қәдәмни ток тарқитиш ширкәтлири билән йәрлик һөкүмәтләр маслишип басиду.

бу пилан 2024-йилиниң бешидин тартип йолға қойулушқа башланған болуп, қисқиғина 4 ай ичидә теҗәлгән пул 1 милйард 100 милйон лирадин ешип кәтти.

министирлиқ йәнә, ток ишләпчиқиришта чәт әлгә беқинип қелишни азайтишниму пиланлаватқан болуп, бу йөнилиштә ташланған әң муһим қәдәм, қайта һасил болидиған енергийә мәнбәси саһәсигә мәбләғ селишни йеқиндин қоллап-қуввәтләш...

түркийә бултур електириниң %42ини қайта һасил болидиған мәнбәләрдин ишләпчиқириш арқилиқ дунйаниң оттуричә сәвийәсидин ешип кәтти. түркийәниң ток ишләпчиқиришиниң %6 ини қуйаш енергийәси, %10 иини шамал, %20 ини су електир мәнбәси тәшкил қилди.

токниң %58 и фосил (ташқатма) йеқилғудин ишләпчиқирилди.

қайта һасил болидиған енергийәниң ишлитилишини ашуруш үчүн йәнә бир муһим қәдәм ташланди؛ енергийә вә канчилиқ қанунлириға өзгәртишләр киргүзүлүп, ичимлик ​​сүйи билән тәминләйдиған тосмилар, сулуқ йәрләр вә деңиз қирғақлиридин башқа җайларда ләйлимә қуйаш енергийәси електир истансиси қурушниң йоли ечилди.

бу бәлгилимигә асасән, деңиз, тосма көл, сүний вә тәбиий көлләрдә енергийә ишләпчиқириш әслиһәлири қурулса болиду. бу арқилиқ қуйаш енергийәсиниң роли техиму йуқири көтүрүлүп, фосил йеқилғудин ток ишләпчиқириш нисбити азайтилиду.

идарә-органларда теҗәш түзүми йолға қойулған икән, енергийәдин үнүмлүк пайдилиниш үчүн, өй вә хизмәт орунлириниңму теҗәш қәдәмлиригә аваз қошуши интайин муһим. өй вә хизмәт орунлирида адәттики тәдбирләрни йолға қойуш арқилиқ енергийә ишлитишни йеримға йеқин азайтқили болиду.

ундақта бу қәдәмләр қайсилар?

- ишлитилмигән чирағлар чоқум өчүрүлүши керәк.

- енергийә теҗәйдиған електиронлуқ үскүниләр вә йорутуш системиси, болупму LED лампучкиларни ишлитиш керәк.

- ишлитилмигән електир үскүнилириниң ток мәнбәсини үзүветиш керәк.

- радийаторлар өй җаһазилириниң арқисида болмаслиқи, улар алди очуқ болуши керәк.

- қиш айлирида өйләрниң, хизмәт орунлириниң вә улар җайлашқан биналарниң ишиклири йепиқ һаләттә туруши керәк.

- ишлитилмигән өйләрдики електир радийаторлириниң температурисини төвәнлитиш керәк.

- тоңлатқулар 3-5 гирадус арилиқида мәшғулат қилиш керәк.

- тоңлатқу, қача йуйуш машиниси вә киралғу қатарлиқ аилә сайманлириниң пакизлиқиға диққәт қилиш керәк؛ шундақ болғанда улар техиму үнүмлүк хизмәт қилалайду.

- иссиқ тамақларниң тоңлатқуға селиштин бурун совушини сақлаш лазим. совутмай йемәкликләрни тоңлатқуға селиш тоңлатқуниң техиму көп енергийә сәрп қилишини кәлтүрүп чиқириду.

- дохупкида тамақ пишурғанда, сапал йаки әйнәк материйаллар ишлитилсә, температура ° C 20 төвәнләйду.

- ишхана вә өй үчүн електиронлуқ үскүнә сетивалғанда, енергийә теҗәйдиған үскүниләрни таллаш керәк.

һава тәңшигүчни асрашқа сәл қарашқа болмайду؛ өйниң температурисини қишта 18-20 селсийә гирадус, йазда 24 селсийә гирадусқа тәңшәш керәк.

- һава тәңшигүчләрни қуйаш нури биваситә чүшмәйдиған җайларға орнитиш керәк.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر