батарейәниң кәшип қилиниш һекайиси

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «турмушни қолайлаштурған тасадипий байқашлар» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, батарейәниң кәшип қилиниш һекайисини силәр билән ортақлишимиз.

2086333
батарейәниң кәшип қилиниш һекайиси

батарейәниң кәшип қилиниш һекайиси

түркийә авази радийоси: ток заманиви турмушниң кәм болса болмайдиған бир парчиси болуп, бүгүнки күндә, токсиз һайат «қийамәт» дәп тәсвирләнмәктә. нәччә миң йиллар бойичә тәбиәттә әркин һаләттә мәвҗут болуп кәлгән ток, америка қошма иштатлириниң қурғучилириниң бири болған, бир мәзгил америка пирезиденти болуп вәзипә өтигән пән – тәтқиқатчи бенҗамин фиранклинниң мәшһур ләгләк учуртуш тәҗрибиси сайисида заманиви турмушниң бир абидисигә айланди. алимлар франклинниң тәҗрибиси сайисида байқалған електир еқими тоғрисидики учурларни үзлүксиз тәтқиқ қилип, тәрәққий қилдуруш арқилиқ инсанларниң мулазимитигә сунулди. әмма, дәсләпки йилларда ток ишлитишкә мунасивәтлик бир түп мәсилә бар иди. 1800-йиллиридин башлап токниң қандақ ишләпчиқирилидиғанлиқи муәййәнләшкән болсиму, әмма уни сақлаш вә йөткәш йолидики тиришчанлиқлар нәтиҗисиз қалмақта иди.

  *  *  *  *

бу темидики тунҗи көрүнәрлик тәтқиқат охшимайдиған бир саһә болған һайван бийологийәсигә мунасивәтлик издинишләр җәрйанида оттуриға қойулиду. италийәлик пән - тәтқиқатчи луйиги галвани бир тәҗрибиси җәрйанида тасадипий җанлиқларниң мәвҗут болуп турушида интайин муһим әһмийәткә игә болған бийоелектир енергийәсини байқайду. 1737-йили италийәдә дунйаға кәлгән вә дадисиға охшашла дохтурлуқ кәспини таллиған галвани, 1787-йили пақа бийологийәси үстидики бир қетимлиқ тәҗрибиси җәрйанида, бийоелектир енергийәсини байқайду вә җанлиқ тоқулмиларниң електир еқими сайисида һәрикәтлинидиғанлиқини оттуриға қойиду. бу тасадипий байқаш токниң җанлиқлар арқилиқ йөткигили болидиғанлиқини вә уни бәдәндә сақлашниңму мумкинликини намайан қилип бериду. бу җәһәттики әң муһим қәдәмни италийәлик физик алесандро волта ташлайду. галваниниң тәтқиқатлирини тутқа қилған волта, 1799-йили мис вә синк металлар арисиға туз сүйигә чиланған рәхтни қойуп, тунҗи қетим тәҗрибихана муһитида електир еқими һасил қилишқа мувәппәқ болиду. бу усул арқилиқ токни химийәлик нуқтидинму ишләпчиқарғили болидиғанлиқини испатлиған волта, бу арқилиқ илим-пән дунйасидики тунҗи батарейә болған «волт батарейәси» ни кәшип қилиду. волтаниң байқиши електир саһәсидә бөсүш һасил қилиду. шуниң билән, нурғун физик вә химиклар бу саһәдә тәтқиқат елип беришқа башлайду. 1870-йилиға кәлгәндә, әнглийәдә тунҗи електир истансиси қурулуп, ток ишләпчиқириш контроллуқ астиға елиниду. әмма уни запаслап, кейинчә ишлитиш мәсилиси йәнила толуқ һәл қилиналмайду. волт батарейәсиниң нами пур кәткән болсиму, әмма һәҗими вә тәннәрхи сәвәбидин дегәндәк нәзәргә елинмайду. мәсилә ток қачилиғили болидиған батарейәләр арқилиқ һәл қилинди. фирансийәлик физик гастон пиланте тунҗи ток қачилиғили болидиған батарейәни байқиди. қоғушун кислаталиқ батарейә дәп аталған бу батарейәләр дәсләпки қәдәмдә аптомобилларда ишлитилишкә башлап, қатнаш саһәсидә йеңи дәврниң ишиклирини ачти.

  *  *  *  *

 бир пақиниң путидики мускулларни актиплаш тәҗрибиси җәрйанида тасадипийла байқалған бийоелектир енергийәси, вақитниң өтүшигә әгишип елип йүрүшкә әплик, ток қачилиғили болидиған батарейәниң иҗад қилинишиниң йолини ачқаниди. бүгүнки күндә, машинидин йанфонғичә, хатирә компйутердин тизгинәкләргичә болған нурғун саһәдә ишлитидиған, нурғун охшимиған химийәлик маддилардин тәркиб тапқан батарейәләр бар. өмри түгигән батарейәләр қалаймиқан һаләттә ташланғинида, тәркибидики симаб, қоғушун вә кадмий қатарлиқ зәһәрлик металлар тупраққа, йәр асти сүйи вә һәр хил җанлиқларға зор зийан йәткүзиду. шуңлашқа керәксиз батарейәләрни әхләт сандуқлириға ташлимастин, мунасивәтлик орунларда қайтидин пишшиқлап ишләш керәк.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر