дунйаниң қайта һасил болидиған енергийә билән тәминләш иқтидарини 3 һәссә көпәйтиш нишани

көзнәк (66)

2072869
дунйаниң қайта һасил болидиған енергийә билән тәминләш иқтидарини 3 һәссә көпәйтиш нишани

йәр шари характерлик қайта һасил болидиған енергийә билән тәминләш иқтидарини 3 һәссә көпәйтиш пиланланмақта

йәр шари характерлик қайта һасил болидиған енергийә билән тәминләш иқтидарини 3 һәссә көпәйтиш пиланланмақта

йәр шари характерлик қайта һасил болидиған енергийә билән тәминләш иқтидарини 2 һәссә көпәйтиш пиланини тез ишқа ашуруш йолида хизмәт ишләнмәктә. бу даиридә нурғун дөләтләр өзлириниң миллий нишанлириға тез  йетиш йолида алға илгирилимәктә.

баш оргини лондонда турушлуқ хәлқара енергийә тәтқиқат мәркизи «ембер» тәрипидин, йәр шари характерлик   енергийә саһәсиниң булғима қойуп бериш миқдариниң 90% ни тәшкил қилидиған 57 дөләт вә йавропа иттипақиниң қайта һасил болидиған енергийә билән тәминләш нишанлири асасида елип берилған анализға қариғанда, 2022-йили йәр шари характерлик қайта һасил болидиған енергийә 2030-йилға барғанда 7.4 тераватқа йетидикән.

бу енергийәниң төттин үчидин көпрәки қуйаш вә шамал енергийәсидин тәркиб тапидикән.

нурғун дөләтләр нөвәттә өзлириниң миллий нишанлири даирисидә 2030-йилғичә қайта һасил болидиған енергийә билән тәминләш иқтидарини 2 һәссә көпәйтишни пиланлимақта.

бу йил нөвәтчи рәислик вәзиписини әрәб бирләшмә хәлипилики өтәватқан бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң килимат өзгириши рамка шәртнамисиниң 28-қетимлиқ йиғинидин илгири, йәр шари характерлик қайта һасил болидиған енергийә билән тәминләш иқтидарини 3 һәссә көпәйтиш тәләплири күчәймәктә.

лондон хәлқара енергийә тәтқиқат мәркизиниң анализиға қариғанда, һәрқайси дөләтләрниң колликтип миллий нишанлири вә йәр шари характерлик қайта һасил болидиған енергийә билән тәминләш иқтидарини 3 һәссә ашуруш үчүн, башқичә ейтқанда, йәр шари характерлик қайта һасил болидиған енергийә билән тәминләш иқтидарини 2030-йилғичә 11 тераватқа йәткүзүш үчүн, йәнә 3.7 терават енергийәгә еһтийаҗ бар икән.

биразилийә, голландийә, әрәб бирләшмә хәлипилики, авистиралийә, җәнубий корейә, йапонийә, хитай вә испанийә қатарлиқ 12 дөләт, 2030-йилғичә қайта һасил болидиған енергийә билән тәминләш иқтидарини ашуруш нишаниға йетиш үчүн, наһайити тез сүрәттә қайта һасил болидиған енергийә системилирини бәрпа қилмақта.

һиндистан, һиндонезийә, сәуди әрәбистан вә венгирийә қатарлиқ 10 дөләт 2030-йилғичә қайта һасил болидиған енергийә билән тәминләш иқтидарини 3 үч һәссә ашурушни нишан қилмақта.

америка қошма иштатлирини өз ичигә алған 12 дөләт 2030-йилғичә бәрпа қилидиған шамал вә қуйаш енергийәси системилири% 40 тин ашиду.

җәнубий африқани өз ичигә алған 20 дөләт 2030-йилғичә електр енергийәсиниң % 20 тин көпрәкини ташқатма йеқилғулардин қайта һасил болидиған енергийәгә йөткәшни пиланлимақта.

дунйа әллириниң һәрқайси дөләтләрниң улуғвар нишанлири вә пиландикидинму тез сүрәттә ешиватқан һасилий енергийә арқилиқ қайта һасил болидиған енергийә билән тәминләш иқтидарини 3 һәссә ашуруши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر