қуш қонмаз җамәси

биливелиң (65)

2071782
қуш қонмаз җамәси

қуш қонмаз җамәси

истанбулда қушлар һеч қонмайдиған бир җамәниң барлиқини биләмсиз?

истанбулниң үскүдар райониға җайлашқан шәмси паша җамәси, дунйаға даңлиқ мемар синанниң надир йадикарлиқлиридин бири. үскүдар саһилидики истанбул боғузиниң мармара деңизиға тутишидиған нуқтисиға җайлашқан бу җамә, мәқбәрәси вә мәдрислири билән деңиздин қариғанда наһайити нәпис ташқи көрүнүш һасил қилиду. галата көврүки билән хәлиҗ тумшуқи бу җамәниң дәл удулиға җайлашқан.

интайин кичик вә аддий бина болған куллийә 2 - селим вә 3 – мурад дәврлиридә вәзирлик вәзиписи өтигән шәмси әһмәд паша тәрипидин 1580 – йили мемар синанға салдурулған. үскүдар саһилини безәп туридиған бу җамә һәм көркәм һәм һәйран қаларлиқ һекайиси биләнму даңлиқтур.

наһайити әстайидил бир адәм болған шәмши паша мемар синандин қушлар қоналмайдиған вә булғийалмайдиған бир җамә селишини тәләп қилиду. һәр бир җамәни охшимиған пиланға асасән салидиған мемар синан шәмси паша үчүн өзгичә бир җамә селишни пиланлайду.

мемар синан җамә қурулушини башлаштин илгири тәтқиқат елип бариду, шамалниң йөнилишиниң қушларға тәсир қилидиғанлиқини билгәчкә, үскүдарда шимал вә җәнубтин чиққан шамаллар өзара бирлишидиған бир җайни тапиду вә бу йәргә җамә селишни қарар қилиду.

 бирла вақитта охшимиған икки хил шамал чиқидиған, долқунлар қирғаққа урулидиған бу җайға қушларниң җамәгә қонуши мумкин әмәс иди.

1580-йили ибадәткә ечиветилгән бу җамә вақитниң өтүшигә әгишип амма арисида « қуш қонмаз җамәси йәни қуш қонмайдиған җамә» дәп атилишқа башлайду.

истанбул боғузиниң алдида белиқ тутқили болидиған, кутупханисидики китабларни оқуғили болидиған вә җамәсидә ибадәт қилғили болидиған бу мислисиз йадикарлиқ, бүгүнки күндә үскүдарниң символлиридин вә истанбулдики тарихий җамәләр ичидә чоқум көрүшкә тегишлик җайлардин бири һесаблиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر