әрдоғанниң һалқилиқ бир пәйттики ирақ зийарити

күнтәртип вә анализ (17)

2132197
әрдоғанниң һалқилиқ бир пәйттики ирақ зийарити

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «әрдоғанниң һалқилиқ бир пәйттики ирақ зийарити» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

***** ** **** *** *** ****

 җумһур рәис әрдоған һалқилиқ бир пәйттә ирақта муһим зийарәттә болди. 22 – апрелда елип берилған зийарәттә, әрдоған һәм бағдатта һәм әрбилдә сөһбәтдашлири билән интайин муһим учришишларда болди. тәрәққийат йоли лаһийәсидин тартип терорлуққа қарши күрәшкичә нурғунлиған темиларда муһим келишимләр имзаланди. түркийә-ирақ истратегийәлик шериклик мунасивитини конкретлаштуруш җәһәттә муһим бир һалқип илгириләш қолға кәлди.

түркийә билән ирақ икки қошна дөләт болсиму, әмма мунасивәтлириниң мусаписигә қарайдиған болсақ, бир қәдәр турақсиз өткәнликини көримиз. болупму ирақтики ишғалийәт, тоқунуш вә күч синишиш күрәшлири буниңда һәл қилғуч рол ойниған иди. лекин йеқинқи айларда икки дөләт оттурисида истратегийәлик мунасивәт орнитиш вә мәнпәәттин тәң бәһримән болушқа даир йеңи ирадә барлиққа кәлди. түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан йол хәритисини лайиһиләп чиққан бу йеңи басқучта, тәрәпләр министирлар вә техника вәкиллири һәйити сүпитидә көп қетим учришип, әрдоғанниң 22 - апрелдики һалқилиқ ирақ зийаритидин илгири мунасивәтләрниң йеңи һалитини пишуруп йетилдүрди. тәрәпләрниң зийарәттин илгири елан қилған байанлири әрдоғанниң зийаритигә болған үмидни техиму ашурди. зийарәтму күтүлгәндәк болди.

җумһур рәис әрдоған ирақ тәрипидин өзгичә әстайидиллиқ билән күтүвелинди.  ирақлиқ мәнсәпдиши абдуллатиф рашид вә баш министир муһәммәд шийа судани билән муһим учриишишлар өткүзүлди. айрим айрим учришишлардин кейин, бағдаттики һөкүмит сарийида һәйәтләрара йиғинлар өткүзүлди. андин охшимиған 26 саһәдә һәмкарлиқ келишими имзаланди. имза қойуш мурасимидин кейин җумһур рәис әрдоған билән баш министир судани бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини чақирди. икки тәрәп сөһбәтниң наһайити йахши асаста елип берилғанлиқини вә әмдиликтә истратегийәлик һәмкарлиқниң конкретлаштурулидиғанлиқини билдүрди. бу даиридә, «ортақ һәмкарлиқ истратегийәлик рамка келишими» ниң имзалиниши алаһидә муһим болди. бу келишимләрниң тармақ тәркиблиригә қарайдиған болсақ, униң бихәтәрлик, террорлуққа қарши күрәш, сода, иқтисад, чегра һалқиған су мәслиси вә маарип қатарлиқ саһәләрни өз ичигә алидиғанлиқини көримиз. бу алақидар темиларда техникилиқ сөһбәтләрниң давамлаштурулиши үчүн даимий бирләшмә комитетларниң қурулидиғанлиқиму билдүрүлди.

 баш министир судани сөзидә: «ирақ земинидин башқа дөләткә һуҗум қилинишиға йол қоймаймиз» вә «ирақ билән түркийәниң бихәтәрлики айрилмас бир пүтүндур» дегән ипадиләрни ишләтти. судани йәнә: «түркийә билән ирақниң муқимлиқиға капаләтлик қилидиған бихәтәрлик һәмкарлиқи қуруп чиқишта пикир бирлики һасил қилдуқ» деди.

буниң билән п к к террорлуқиға қарши күрәштә түркийә ирақтин тәләп қилған көрүнәрлик илгириләшләр ишқа ашидиғандәк қилиду. ташқи ишлар министири хақан фидандин башқа йәнә, дөләт мудапиә министири йашар гүләр вә миллий истихбарат тәшкилати рәиси ибраһим калинниң зийарәтлири, андин «бихәтәрлик механизм музакирилири» бу басқучни техиму такамуллаштуруп, п к к ни ирақ тәрипидинму чәклигән тәшкилат салаһийитигә чүшүп қойди. униң үстигә тәрәпләр оттурисида мәңгүлүк бихәтәрлик механизми қурулди. әмдиликтә әрдоғанниң зийарити вә суданиниң мунасивәтлик байанлири билән бу басқучниң техиму мукәммәллишидиғанлиқи ениқ.

  терорлуққа қарши күрәштин башқа йәнә, һәр икки дөләт истратегийә нуқтисидин қаттиқ әһмийәт беридиған тәрәққийат йоли лайиһәсини конкретлаштуридиған шәкилдә пикир бирлики келишими имзалиди. буму интайин муһим илгириләш болди. мәнпәәтләрни ортақлаштуридиған усулниң мәһсули маһийитидики бу лайиһә парс қолтуқидин түркийәгичә тутушидиған таш йол вә төмүр йол линийәлирини өз ичигә алиду. тәрәққийат йоли лайиһәси район характерлиқ тәминләш вә қатнаш зәнҗири җәһәттә муһим таллаш болупла қалмай, һәр икки дөләтниң истратегийәлик қиммитини өстүриду.

  җумһур рәис әрдоғанниң ирақтики барлиқ етник вә мәзһәп қурулмилириға баравәр муамилә қилидиғанлиқини вә уларниң һәммисини қериндаш дәп қарайдиғанлиқини байан қилишиму наһайити әһмийәтлик болди. түркийә миллий вә мәзһәп тәңпуңлуқи ишқа ашқан бир муқим ирақни көрүшни халайдиғанлиқини йәнә бир қетим намйан қилған болди. җумһур рәис әрдоған йәнә, бағдат билән ирақ курд районлуқ һөкүмити оттурисидики мунасивәтләрниң җайида болуши вә түркмәнләрниң тегишлик салаһийәткә еришишиниң ирақниң муқимлиқи үчүн моһимлиқини тәкитләп, түркийәниң бу җәһәттики мәйданини ениқ оттуриға қойди.

  җумһур рәис әрдоғанниң иккинчи зийарәт бекити әрбил болди. әрдоған айродоромда нечирван барзани вә масур барзани тәрипидин қарши елинди. әрдоған зийарити җәрйанида нечирван барзани вә масрор барзани шундақла курдистан демократик партийисиниң рәиси мәсуд барзани билән көрүшти. тәрәпләр 2016 - йилдин буйан тунҗи қетим көрүшкән болди.

бу зийарәт, курдистан демократик партийәси вә курдстан вәтәнпәрвәрләр бирләшмиси террорлуқ тәшкилати п к к ниң шундақла бағдаттики бәзи органларниң бесимиға дуч кәлгән бир пәйттә, түркийәниң курдистан демократик партийәсини қоллайдиғанлиқини намайан қилиши нуқтисидин алаһидә муһим әһмийәтлик болди.

түркийә терорлуқ тәшкилати п к к ға қарши чоң қуруқлуқ һәрикитигә тәййарлиқ қиливатқан бир пәйттә, курдистан демократик партийәсиниң қоллашни техиму ашурушини үмид қилмақта. әрдоғанниң зийарити җәрйанида п к к билән к й б ниң мунасивәтлириму музакирә қилинди. әгәр к й б билән терорлуқ тәшкилати п к к оттурисидики алақә давамлашқан тәқдирдә, түркийәниң бу қурулмиға қаршиму һәрбий таллашларни ишлитидиғанлиқи музакирә қилинди.

нәтиҗидә, әрдоғанниң ирақ зийарити интайин һалқилиқ бир пәйттә елип берилған болди. бу һәр икки дөләт үчүн йеңи бир бурулуш нуқтисиға вәкиллик қилиду. район характерлиқ хирислардин башқә йәнә, ортақ мәнпәәт икки дөләтни бирликтә һәрикәт қилишқа илһамландурған асаслиқ амилға айланди. әмдиликтә террорлуққа қарши күрәш, тәрәққийат йоли ләйиһәси, сода миқдарини ашуруш вә су мәсилиси қатарлиқ асаслиқ темиларда муһим тәрәққийатларниң қолға келиши ениқ.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر