«тилда, пикирдә, ишта бирлик» идийәсиниң асасчиси, түркчилик һәрикитиниң байрақдари ғаспирали

назгүл қадирова тәрипидин тәййарланған «һайатини түрк дунйасиға беғишлиғанлар» намлиқ сәһипимизниң бу һәптидики санида, «тилда, пикирдә, ишта бирлик» идийәсиниң асасчиси, түркчилик һәрикитиниң байрақдари исмаил ғаспирали һәққидә тохтилип өтимиз.

2131876
«тилда, пикирдә, ишта бирлик» идийәсиниң асасчиси, түркчилик һәрикитиниң байрақдари ғаспирали

«тилда, пикирдә, ишта бирлик» идийәсиниң асасчиси, түркчилик һәрикитиниң байрақдари исмаил ғаспирали

түркийә авази радийоси: русийәдики түркчилик һәрикитиниң атиси дәп қаралған исмаил гасперали түрк дунйасида муһим орунға игә. исмаил ғаспирали қирим татарлиридин болуп, 1851-йили 21-март қиримниң баһчәсарай шәһиригә йеқин йәрдики авҗикөйдә дунйаға кәлгән. дадиси мустапа әлиоғлу қиримниң гаспира йезисида туғулған болуп, чаррусийә армийәсиниң пенсийәгә чиққан лейтенанти, аниси әлгә тонушлуқ бир аилиниң қизи фатма султандур. исмаил ғаспирали бир мәһәллий мусулманлар мәктипидә башлиған оқушини ақмәсҗид әрләр гимназийәсидә давамлаштурған. оқуш пүттүргәндин кейин воронеҗдики бир һәрбий мәктәпкә, андин москвадики һәрбий мәктәпкә оқушқа киргән. москва әйни вақиттики чекидин ашқан русийәчиликниң мәркизи иди. гәрчә у өзи учратқан русийә зийалийлирини һөрмәтлисиму, әмма мәктәптики пан силавийан кәйпийат униңда русийә империйәсидики түркләрни ойғитиш ойини шәкилләндүрүшкә башлиған. у вә дости мустапа мирза давидович истанбулға берип, гирит қозғилиңиға қатқашқан рум асийлириға қарши уруш қиливатқан османли армийәсигә қошулмақчи болған вә бу мәқсәттә қиримға кәлгән. паспортлири болмиғачқа, одеса чеграсиға бармай турупла тутулуп қалған.

бу вәқә ғаспиралиниң һәрбий оқушиниң ахирлишишини кәлтүрүп чиқарған. москваға қайтип кетәлмигән ғаспирали, 1868-йили 17 йаш вақтида, баһчәсарайдики зәнҗирлик мәдрисисидә рус тили өгитишни башлиған. у 1872-йили қиримдин йолға чиқип, истанбул, вийенна, мийунхен вә штутгартларни бесип өтүп парижға барған вә парижда турған икки йил җәрйанида, русийәниң даңлиқ йазғучиси иван тургенефниң йардәмчиси вә тәрҗимани болуп ишлигән.  1874-йили османли офитсери болуш арзуси билән, өзи йахши көридиған шәһәр истанбулға кәлгән, әмма бир йил сақлап иҗабий җавабқа еришәлмигәндин кейин қиримға қайтип кәткән. у 1878-йилидин 1884-йилиғичә болған арилиқта баһчәсарайниң муавин шәһәр башлиқи болған. көргән, зийарәт қилған барлиқ җайларда һасил қилған тәҗрибә-савақлири асасида барлиқ ирқдашлирини ойғитип сәпәрвәр қилиш үчүн, нәшрийатчилиқ хизмәтлири билән шуғулланмақчи болған болсиму, руслар униң гезит чиқиришиға рухсәт қилмиған. шуниң билән, у 1881-йили «ақмәсҗид» да нәшр қилиниватқан «таврида» намлиқ гезиттә «йаш молла» дегән тәхәллус билән кейинчә «русийә мусулманлири» дегән намда елан қилинған китабиниң мақалилирини йезип елан қилишни башлиған. әмма исмаил ғаспиралиниң арзуси түрк тилида гезит чиқириш иди. у рәсмий урунушлири рәт қилинғандин кейин, тифлиста охшимиған исимлар билән хитабнамигә охшап кетидиған вәрәқиләрни тәййарлап тарқатқан. у нурғун қийинчилиқларни баштин кәчүргәндин кейин, һәммисини русчә тәрҗимә қилип нәшр қилиш шәрти билән, 1883-йили түрк тилида гезит нәшр қилишқа иҗазәт алған. биринчи сани баһчәсарайда нәшр қилинған һәптилик гезитниң исми «тәрҗумани әһвали заман» болуп, 1912-йилидин тартип күндилик гезиткә айландурулған. ғаспирали бир тәрәптин гезит чиқиришқа тиришса, йәнә бир тәрәптин, усули-җәдид мәктәплирини вуҗудқа чиқиришниң тәййарлиқлирини қилған. бу мәқсәттә дөләт ичи-сиртидики нурғун җайларни зийарәт қилған. бу паалийәтлири җәрйанида саламәтлики начарлишип, 1914-йили 24-сентәбир баһчәсарайда қаза қилған.

пүтүн өмрини дегүдәк ирқдашлириға вә түрклүккә беғишлиған ғаспиралиниң «тилда, пикирдә вә ишта бирлик» һәрикити бүгүнки күндә түрк дунйасиниң шоариға айланди. у мақалилириниң биридә, өзиниң йигирмә бәш йиллиқ һайатида немиләрни қилғанлиқини вә буниңдин кейин немә ишларни қилидиғанлиқини байан қилип: «бу мениң йигирмә бәш йилдин буйан ейтқан, йазған вә ишләватқанлирим؛ чарә тепиш, йол ечиштин башқа нәрсә әмәс. чүнки дана, алийҗанаб, узун өмүрлүк, сәврчан вә җәсур түрк миллитиниң паракәндә болуп, сәддичиндин ақдеңизғичә тарқалған болушиға қаримай,  нопуссиз вә сүкүттә қелишиға ортақ тилиниң болмаслиқи сәвәб болди. мән бу ишәнч билән йашидим, бу ишәнч билән қәбригә киримән» дегән.

пүтүн өмүрини сәрп қилған «тәрҗуман» гезити русийә һәмдә чәт әлләрдә полшадин бомбайғичә, уфадин мисирғичә болған кәң районларға тарқалған. исмаил бәг ғаспирали өзини қирим татарила әмәс, бәлки бүйүк түрк дунйасиниң вәкили дәп қарайтти. татар мутәпәккур җәлал валидофниң «татарларниң маарип тарихи вә әдәбийати тоғрисида» намлиқ китабида, ғаспиралиниң гезит нәшр қилиш ойиға кәлгәндин кейин, даңлиқ татар алими вә маарипчиси шигабуддин мәрҗанидин мәслиһәт сориғанлиқини йезиши тасадипийлиқ әмәс. у гезит чиқириш пиланини тәстиқлиған вә униңға риғбәтләндүргән муһим шәхс иди. «тәрҗуман» гезитиниң әһмийитини униңда орун берилгән темиларниң кәңлики, тарқалған җуғрапийәси вә изчил йеңилинип турушидинла чүшинивалғили болиду. мәсилән, 1851-йилидики иккинчи санида, «саратоф татарлири» вә «сибирийә мусулманлири», 1902-йили 18-санида «қасимоф татарлири вә йавропа мәдәнийити» , 1906-йилидики «93-95» санлирида «учришиш», «төвәнки новгородтики мусулманларниң сани» вә шу йилиниң 79-83- санлирида «хитай мусулманлири» намлиқ мақалилири елан қилинған. ғаспирали пүтүн һайатини «тилда, пикирдә вә ишта бирлик» шоари астида түрк хәлқлирини йеқинлаштуруш, уларниң миллий мәдәнийити вә сийасий еңини тәрәққий қилдурушқа беғишлиған. у йәнә диққитини түрк хәлқлириниң маарипиға мәркәзләштүрүп, мусулманлар мәктәплирини ислаһ қилиш, тил вә дунйаға алақидар мәсилиләрни тәпсилий тәтқиқ қилишқа алаһидә әһмийәт бәргән. униң бу тиришчанлиқи әлвәттә бикарға  кәтмигән. 1914-йили, пәқәт русийә империйәси чеграси ичидила 5000 дин артуқ «усули җәдид» мәктипи ечилған. 1910-йили, фирансийәниң «Pevul du monde musulman» намлиқ иҗтимаий-сийасий, мәдәнийәт вә маарип журнили, маарип саһәсидики хизмәтлири сәвәбидин уни нобел мукапатиға намзатлиққа көрсәткән. шу әсирниң бешида, русийәниң һәр қайси җайлирида йашайдиған нурғун нәшрийатчилар, йазғучилар вә көзгә көрүнгән кишиләр өзини исмаил ғаспиралиниң оқуғучилири дәп қарайтти. ғаспирали бәш гезиттә йазған мақалилиридин сирт, 38 парчә китаб вә нурғун мақалиләрни елан қилип, кейинки әвладларға үлгә болған..

бүгүнки күндә, түрк дунйаси рәһбәрлириниң қоллиши билән, түрк академийәси, түрксой, түркпаға охшаш чоң органлар ғаспиралиниң мәңгүлүк идийәлиридин илһам елип қурулди. бир мақалигә сиғмайдиған есил әсәрлири, хизмәтлири, идийәлири, қисқиси дәваси түрк дунйаси әвладлириниң уни унтуп қалмай, кәлгүсигә елп бериши арқилиқ мәңгү йашнайду.

 

мәнбәләр:

1. Mustafa TOKER. (2001). İsmail Gaspıralı ve “Dilde Birlik” Fikri Üzerine. Karapınar, 31-46. S.

2. https://islamansiklopedisi.org.tr/gaspirali-ismail-bey

3. Mehmet Saray. (1987). Türk Dünyasında Eğitim Reformu ve Gaspıralı İsmail Bey (1851-1914). Ankara.

4. https://tatarica.narod.ru/cult/biographies/lit/gaspr.htm



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر