назил болған раст сөзни (йәни қуранни) инкар қилған адәмдинму залим киши барму?

раст сөз (йәни қуран) ни елип кәлгән киши вә уни етирап қилған кишиләр ـ әнә шулар тәқвадарлардур.

2062805
назил болған раст сөзни (йәни қуранни) инкар қилған адәмдинму залим киши барму?

назил болған раст сөзни (йәни қуранни) инкар қилған адәмдинму залим киши барму?

түркийә авази радийоси: зумәр сүриси, 32 - 40 - айәтләр. аллаһқа йалғанни чаплиған, назил болған раст сөзни (йәни қуранни) инкар қилған адәмдинму залим киши барму? җәһәннәмдә капирларға орун йоқму?[32] раст сөз (йәни қуран) ни елип кәлгән киши вә уни етирап қилған кишиләр ـ әнә шулар тәқвадарлардур[33]. улар пәрвәрдигариниң дәргаһида өзлири халиған нәрсиләрдин бәһримән болиду, әнә шу йахши иш қилғучиларниң мукапатидур[34]. аллаһ уларниң әң йаман әмәллирини йоққа чиқириду, уларға қилған әң йахши әмәллири бойичә саваб бериду[35]. аллаһ бәндисигә (йәни муһәммәд әләйһиссаламни қоғдашқа вә униңға йардәм беришкә) йетәрлик әмәсму? улар сени аллаһтин башқа мәбудлар билән қорқитиду, аллаһ гумраһ қилған адәмни һеч һидайәт қилғучи болмайду[36]. аллаһ һидайәт қилған адәмни һеч аздурғучи болмайду, аллаһ ғалиб, (дүшмәнлирини) җазалиғучи әмәсму?[37] әгәр улардин: «асманларни вә земинни ким йаратқан» дәп сорисаң, шүбһисизки, улар: «аллаһ йаратқан» дәйду. ейтқинки, «әгәр аллаһ маңа бирәр зийан ـ зәхмәт йәткүзүшни ирадә қилса, уни дәпи қилишқа, йа аллаһ маңа рәһмәт қилишни ирадә қилса, уни тосувелишқа, аллаһтин башқа силәр ибадәт қиливатқан мәбудлар қадир болаламду? маңа ейтип бериңларчу?» ейтқинки, «маңа аллаһ купайидур, тәвәккүл қилғучилар униңға тәвәккул қилсун (йәни һәммә ишни аллаһқа тапшурсун)»[38]. ейтқинки, «и қәвмим! силәр өз һалиңлар бойичә ишләңлар, мәнму өз һалим бойичә ишләймән, силәр узунға қалмай харлиғучи азабниң кимгә келидиғанлиқини, мәңгүлүк азабниң кимгә чүшидиғанлиқини билисиләр»[39ـ40].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر