аллаһ асманларни вә земинни һәқ асасида йаратти

аллаһ кечини күндүзгә киргүзиду вә күндүзни кечигә киргүзиду, аллаһ күн билән айни (бәндиләрниң мәнпәәтигә) бойсундуруп бәрди.

2053387
аллаһ асманларни вә земинни һәқ асасида йаратти

аллаһ асманларни вә земинни һәқ асасида йаратти

түркийә авази радийоси: зумәр сүриси, 1 - 5 - айәтләр. наһайити шәпқәтлик вә меһрибан аллаһниң исми билән башлаймән.

бу китаб ғалиб, һекмәт билән иш қилғучи аллаһ тәрипидин назил қилинғандур[1]. саңа биз (бу) китабни һәқиқәтән һәқ билән (йәни һәқиқәтни өз ичигә алған һалда) назил қилдуқ, диниңни шериктин (вә рийадин) сап қилғиниң һалда аллаһқа ибадәт қилғин[2]. билиңларки, (шериктин вә рийадин) сап дин аллаһқа хастур, аллаһни қойуп бутларни һимайичи қиливалғанлар: «бизниң уларға чоқунушимиз пәқәт уларниң бизни аллаһқа йеқинлаштуруши үчүндур» (дәйду). аллаһ һәқиқәтән (қийамәт күни) уларниң ихтилап қилишқан нәрсилири үстидә һөкүм чиқириду, аллаһ һәқиқәтән йалғанчини, (аллаһниң немәтлиригә) куфрилиқ қилғучини һидайәт қилмайду[3]. әгәр аллаһ бала тутушни халиса иди, әлвәттә, мәхлуқат ичидин халиғанни ихтийар қилатти, аллаһ (бала тутуштин) пактур, у ғалиб бир аллаһтур[4]. аллаһ асманларни вә земинни һәқ асасида йаратти. аллаһ кечини күндүзгә киргүзиду вә күндүзни кечигә киргүзиду, аллаһ күн билән айни (бәндиләрниң мәнпәәтигә) бойсундуруп бәрди, уларниң һәр бири муәййән вақитқичә (йәни қийамәткичә өз оқида) сәйр қилиду, билиңларки, у (йәни аллаһ өз ишида) ғалибтур. (бәндилириниң гунаһлирини) толиму мәғпирәт қилғучидур[5].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر