анадолу агентлиқи

биливелиң (58)

2051608
анадолу агентлиқи

анадолу агентлиқи

түркийә җумһурийитиниң рәсмий хәвәр агентлиқи болған анадолу агентлиқиниң түркийә җумһурийити елан қилиништин бурун қурулғанлиқини биләмсиз?

анадолу агентлиқи түркийә җумһурийити тарихида интайин муһим орун тутиду. биринчи дунйа урушидин кейин османли империйәси земинлириниң ишғал қилиниши билән башланған миллий мустәқиллиқ уруши мәзгилидә, 1920-йили 4-айниң 6-күни қурулған анадолу агентлиқи миллий мустәқиллиқ урушиниң һәр бир басқучиға, түркийә җумһурийитиниң елан қилинишиға вә түрлүк ислаһат һәрикәтлиригә шаһит болди.

1920-йили 3-айниң 16-күни истанбул ишғал қилинғандин кейин , бу йәрдики зийалийлар миллий күрәшкә қатнишиш йолини таллап, әнқәрәгә бариду. бу зийалийларниң ичидә журналист йунус нади, журналист вә йазғучи халидә әдип қатарлиқларму бар иди.

миллий мустәқиллиқ уруши мәзгилидә, кәң хәлқ аммисиға өзгиришләрни әң тоғра усулда билдүрүш, бу күрәшниң һәққанийлиқини пүткүл дунйаға елан қилиш зөрүр иди. бу мәқсәттә тәтқиқат елип беришқа башлиған халидә әдип билән йунус нади бир хәвәр агентлиқи қуруш тоғрисидики ой – пикирлирини мустапа камал ататүрккә йәткүзиду.

мустапа камал ататүрк миллий азадлиқ урушиниң башлиридила ахбарат васитилириниң муһимлиқини чоңқур чүшинип йәткән, бу мәқсәттә гезит чиқириш үчүн һәрикәткә өткәниди.

 шундақ қилип, анадолу агентлиқи түркийә җумһурийитиниң қурулуши басқучида, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ечилиштин 17 күн бурун, 1920-йили 4-айниң 6-күни, мустапа камал тәрипидин елан қилинған қарарнамәгә асасән паалийәтлирини башлайду.

анадолу агентлиқи 1925-йили 3-айниң 1-күни «анадолу агентлиқи түркийә пай чәклик ширкити» ниң қурулуши билән заманиви ахбарат оргиниға айлиниду.

шуниң билән, анадолу агентлиқи әйни вақиттики мисли көрүлүп бақмиған мустәқил ахбарат оргиниға алиниду.

анадолу агентлиқи шуниңдин башлап рәсмий ахбаратчилиқ паалийәтлирини изчил давамлаштуруп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر