қудрәт игиси болған пәрвәрдигариң уларниң сүпәтлигәнлиридин пактур

җими һәмдусана аләмләрниң пәрвәрдигари аллаһқа хастур!

2034545
қудрәт игиси болған пәрвәрдигариң уларниң сүпәтлигәнлиридин пактур

қудрәт игиси болған пәрвәрдигариң уларниң сүпәтлигәнлиридин пактур

түркийә авази радийоси: саффат сүриси, 134 - 182 - айәтләр. өз вақтида лутни вә униң тәвәлириниң һәммисини қутқуздуқ[134]. пәқәт момай (йәни лутниң айали) ни қалдуруп һалак қилдуқ[135]. андин қалғанларни (йәни униң қәвмидин болған куффарларни) һалак қилдуқ[136]. (и әһли мәккә!) силәр уларниң йәрлиридин әтигән ـ ахшамда өтүп турисиләр, силәр чүшәнмәмсиләр?[137 ـ 138]. йунус һәқиқәтән пәйғәмбәрләрдиндур[139]. өз вақтида у қәвмидин қечип (кишиләр билән) тошқан бир кемигә чиқивалди[140]. (кемидикиләр чәк чиққан адәмни деңизға ташлап кеминиң йүкини йениклитиш үчүн) чәк ташлашти, йунус (чәктә) мәғлуб болғанлардин болуп (деңизға ташланди)[141]. уни чоң бир белиқ йутувәтти. у (қәвмини ташлап, пәрвәрдигариниң изнисиз чиққанлиқи үчүн) әйиблинишкә тегишлик иди[142]. әгәр у тәсбиһ ейтқучилардин болмиса иди, белиқниң қарнида әлвәттә қийамәткичә қалатти[143-144]. уни биз (деңиз саһилидики) бир қурғақ йәргә (белиқниң қарнидин) аттуқ, әйни вақитта у кесәл иди[145]. униң үстигә (сайә ташлап туруш үчүн) бир түп кавини өстүрүп бәрдуқ[146]. уни биз 100 миң, бәлки (буниңдинму) көп (бир қәвмгә пәйғәмбәр қилип) әвәттуқ[147]. (улар вәдә қилинған азабни көргән чағда) иман ейтти. муәййән муддәткичә (йәни әҗили йәткәнгә қәдәр) уларни (һайаттин) бәһримән қилдуқ[148]. (и муһәммәд!) улар (йәни әһли мәккә) дин сорап баққинки, қизлар пәрвәрдигариңға, оғуллар уларға мәнсупму?[149] йаки биз пәриштиләрни чиши йаратқан болуп, улар (бизниң йаратқанлиқимизни) көрүп турғанму? (шуниң үчүн шундақ дәмду?)[150]. билиңларки, улар һәқиқәтән йалғанни тоқуп: «аллаһниң балиси бар» дәйду. улар әлвәттә йалғанчилардур[151- 152]. аллаһ оғулларни таллимай, қизларни таллиғанму?[153] силәргә немә болди? қандақчә мундақ һөкүм чиқирисиләр?[154] пикир қилмамсиләр?[155] йаки (аллаһниң балиси барлиқиға) ениқ пакитиңлар барму?[156] (әгәр сөзүңларда) растчил болсаңлар китабиңлар (йәни тәврат) ни елип келип (маңа көрситиңлар)[157]. улар: «аллаһ билән җинларниң арисида қуда ـ баҗилиқ бар» дәп җөйлүди. җинлар шәк ـ шүбһисиз билидуки, улар (йәни шу сөзни қилғучилар) (дозахқа) чоқум һазир қилинип (шу йәрдә азаб чекиду)[158]. аллаһ уларниң (аллаһниң балиси бар дәп) сүпәтлигәнлиридин пактур[159]. лекин аллаһниң ихласмән бәндилири буниңдин мустәсна (йәни аллаһни уларниң сүпәтлигәнлиридин пак етиқад қилиду)[160]. (и капирлар!) шүбһисизки, силәр (аллаһ) дозахқа киришни (пүтүвәткән) кишидин башқа һеч әһәдини аздуралмайсиләр, силәр чоқунуватқан бутларму аздуралмайду[161- 163]. (пәриштиләр) ейтиду: «бизниң һәр биримизниң муәййән орни бар[164]. биз һәқиқәтән (ибадәттә) сәп тартип турғучилармиз[165]. биз һәқиқәтән (аллаһқа) тәсбиһ ейтқучилармиз»[166]. улар (йәни қурәйш куффарлири) һәмишә: «әгәр биздә бурунқиларниңкидәк (йәни өткәнки үммәтләрниң китаблиридәк) бир китаб болса иди. әлвәттә, аллаһниң ихласмән бәндилири болаттуқ» дәйду[167- 169]. улар уни (йәни қуранни) инкар қилишти, улар узаққа қалмай (куфриниң ақивитини) билиду[170]. бизниң пәйғәмбәр бәндилиримиз һәққидики сөзлиримиз алдинала ейтилған[171]. улар чоқум нусрәт тапқучилардур[172]. бизниң қошунимиз чоқум ғәлибә қилғучилардур[173]. улар (йәни мәккә куффарлири) дин вақитлиқ йүз өрүп турғин[174]. уларни (уларға азаб назил болған чағда) көргин, уларму узунға қалмай (куфриниң ақивитини) көриду[175]. улар азабимизниң балдур назил болушини тәләп қиламду?[176]. азаб уларниң һойлисиға чүшкән чағда, агаһландурулғучиларниң әтигини немидегән йаман![177]. улардин вақитлиқ йүз өрүп турғин[178]. уларни (уларға азаб назил болған чағда) көргин, уларму узунға қалмай (куфриниң ақивитини) көриду[179]. қудрәт игиси болған пәрвәрдигариң уларниң сүпәтлигәнлиридин пактур[180]. пәйғәмбәрләргә салам болсун![181] җими һәмдусана аләмләрниң пәрвәрдигари аллаһқа хастур![182]



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر