биз һәқиқәтән йеқин асманни йултузлар (нури) билән зиннәтлидуқ

аллаһниң итаитидин чиққучи һәр бир шәйтандин уни қоғдидуқ. улар пәриштиләрниң (сөзлиридин һеч нәрсини) аңлийалмайду, улар, қоғлиниши үчүн, һәр тәрәптин, аққучи йултузлар билән етилиду, улар (ахирәттә) даимлиқ азабқа қалиду.

2023063
биз һәқиқәтән йеқин асманни йултузлар (нури) билән зиннәтлидуқ

биз һәқиқәтән йеқин асманни йултузлар (нури) билән зиннәтлидуқ

түркийә авази радийоси: саффат сүриси, 1 - 29 - айәтләр. наһайити шәпқәтлик вә меһрибан аллаһниң исми билән башлаймән. сәп ـ сәп болуп турған, дүшмәнләргә қарши ат селип турған, (аллаһтин мәдәт тиләп) каламуллаһни тилавәт қилип турған (ғазат қилғучи) қошун билән қәсәмки[1 ـ 3]. силәрниң илаһиңлар шәк ـ шүбһисиз бир илаһтур[4]. (у) асманларниң, земинниң, уларниң арисидики нәрсиләрниң вә мәшриқләрниң пәрвәрдигаридур[5]. биз һәқиқәтән йеқин асманни йултузлар (нури) билән зиннәтлидуқ[6]. аллаһниң итаитидин чиққучи һәр бир шәйтандин уни қоғдидуқ[7]. улар пәриштиләрниң (сөзлиридин һеч нәрсини) аңлийалмайду, улар, қоғлиниши үчүн, һәр тәрәптин, аққучи йултузлар билән етилиду, улар (ахирәттә) даимлиқ азабқа қалиду[8ـ9]. лекин (асман хәвәрлиридин) оғрилиқчә бир нәрсә аңлиған шәйтанни йоруқ йултуз қоғлап (көйдүрүп ташлайду)[10]. улардин (йәни өлгәндин кейин тирилишни инкар қилғучилардин) сорап баққин! уларни йаритиш қийинму? йа бизниң йаратқанлиримиз (йәни асман ـ земин вә уларниң арисидики пәриштиләр вә чоң мәхлуқатлар) ни йаритиш қийинму? биз һәқиқәтән уларни (йәни уларниң әсли болған адәмни) йепишқақ лайдин йараттуқ[11]. (и муһәммәд!) сән уларниң аллаһниң қудритини көрүп туруп, өлгәндин кейин тирилишни инкар қилғанлиқидин бәлки әҗәблинәрсән. улар болса сени мәсхирә қилишиду[12]. уларға (қуран билән) вәз ـ нәсиһәт қилинса (вәз ـ нәсиһәтни) қобул қилмайду[13]. улар бирәр мөҗизини көрсә мәсхирә қилишиду[14]. улар: «бу рошән сеһирдур, биз өлүп топиға вә қуруқ сөңәккә айланғандин кейин растла тириләмдуқ? бизниң бурунқи атилиримизму тириләмду?» дәйду[15ـ17]. ейтқинки, «һәә, силәр хар һалда тирилисиләр»[18]. бир авазни (йәни исрапилниң чалған сурини) аңлаш биләнла (мәһшәргаһқа) һазир болуп (өзлиригә немә қилинидиғанлиқиға) қаришип туриду[19]. улар: «вай исит! бизгә бу қийамәт күнидур» дәйду[20]. бу силәр инкар қилған (һәқ билән батил) айрилидиған күндур[21]. (аллаһ пәриштилиригә ейтиду) зулум қилғучиларни, уларниң (мушрикликтики, куфридики) қайашлирини вә уларниң аллаһни қойуп чоқунған бутлирини (мәһшәргаһқа) топлаңлар, андин уларни дозахниң йолиға башлаңлар[22ـ23]. уларни тохтитип туруңлар, чүнки улар (җими сөзлири вә ишлиридин) соал ـ сорақ қилиниду[24]. (андин) уларға: «немишқа (дунйадики һалитиңларға охшаш) бир ـ бириңларға йардәм қилмайсиләр?» (дейилиду)[25]. бәлки улар бүгүн бойсунғучилардур[26]. улар бир ـ биригә қарап муназирилишиду[27]. әгәшкүчиләр әгәштүргүчиләргә: «силәр (сөзүңларниң растлиқиға) қәсәм ичип бизни имандин тосуйттуңлар» дәйду[28]. (әгәштүргүчиләр әгәшкүчиләргә) ейтиду: «силәр (өз ихтийариңлар билән) мөмин болмидиңлар[29].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر