аллаһ бирәр шәйини (йаритишни) ирадә қилса, униңға «вуҗудқа кәл» дәйду ـ дә, у вуҗудқа келиду

аллаһ пактурки, һәр бир нәрсиниң игилик һоқоқи униң қолидидур, (өлгәндин кейин) униң дәргаһиға қайтурулисиләр.

2013816
аллаһ бирәр шәйини (йаритишни) ирадә қилса, униңға «вуҗудқа кәл» дәйду ـ дә, у вуҗудқа келиду

аллаһ бирәр шәйини (йаритишни) ирадә қилса, униңға «вуҗудқа кәл» дәйду ـ дә, у вуҗудқа келиду

 түркийә авази радийоси: йасин сүриси, 71 - 83 - айәтләр. улар билмәмдуки, улар үчүн һайванларни (қудрәт) қолимиз билән хәлқ әттуқ, улар һайванларни башқуруп турғучилардур[71]. һайванларни уларға бойсундуруп бәрдуқ, улар у һайванларниң бәзисини миниду, бәзисини йәйду[72]. улар шу һайванлардин пайдилиниду вә сүтлирини ичиду, улар (пәрвәрдигариниң бу немәтлиригә) шүкүр қилмамду?[73] улар йардәмгә еришишни үмид қилип, аллаһни қойуп башқа мәбудларни илаһ қиливалди[74]. у мәбудлар уларға йардәм берәлмәйду. булар шу мәбудлар үчүн (йәни уларниң хизмити үчүн) һазирланған қошундур[75]. (и, муһәммәд!) улар (йәни мушриклар) ниң сөзи (йәни сени инкар қилғанлиқи) сени ғәмкин қилмисун. биз һәқиқәтән уларниң диллиридикини вә ашкара қилған (сөз вә һәрикәтлири) ни билип туримиз[76]. инсан билмәмдуки, биз һәқиқәтән уни абимәнийдин йараттуқ. әмди у (пәрвәрдигариға) ашкара хусумәтчи болуп қалди[77]. у бизгә (инсанниң қайта тирилишини йирақ санап, чиригән сөңәкләрни) мисал қилип көрсәтти. өзиниң йаритилғанлиқини болса унтуди, у: «чирип кәткән сөңәкләрни ким тирилдүрәләйду?» деди[78]. ейтқинки, «уни әң дәсләптә йаратқан зат тирилдүриду, у һәр бир мәхлуқни билгүчидур»[79]. аллаһ силәр үчүн йешил дәрәхтин от пәйда қилди. силәр униң билән от йақисиләр[80]. асманларни вә земинни йаратқан зат уларниң охшишини йаритишқа қадир әмәсму? у буниңға қадир, аллаһ маһир йаратқучидур, һәммини билгүчидур[81]. аллаһ бирәр шәйини (йаритишни) ирадә қилса, униңға «вуҗудқа кәл» дәйду ـ дә, у вуҗудқа келиду[82]. аллаһ пактурки, һәр бир нәрсиниң игилик һоқоқи униң қолидидур, (өлгәндин кейин) униң дәргаһиға қайтурулисиләр[83].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر