аллаһ пүтүн шәйиләрни җүп йаратти

земиндин үнүп чиқидиған нәрсиләрниң, уларниң өзлириниң вә улар билмәйдиған нәрсиләр (йәни аҗайип мәхлуқатлар) ниң һәммисиниң җүпти бар.

2003792
аллаһ пүтүн шәйиләрни җүп йаратти

аллаһ пүтүн шәйиләрни җүп йаратти

түркийә авази радийоси: йасин сүриси, 22 - 37 - айәтләр. мән немишқа мени йаратқан вә силәр (өлгәндин кейин) дәргаһиға қайтидиған аллаһқа ибадәт қилмай?[22] мән аллаһтин ғәйрийни илаһ қиливалидиған болсам, әгәр меһрибан аллаһ маңа бирәр зийан ـ зәхмәт йәткүзмәкчи болса, уларниң шапаити мәндин һеч нәрсини дәпи қилалмайду һәмдә мени қутқузалмайду[23]. әгәр ундақ болса (йәни аллаһтин ғәйрийни илаһ қиливалидиған болсам), мән һәқиқәтән опочуқ гумраһлиқта болимән[24]. мән һәқиқәтән (силәрни йаратқан) пәрвәрдигариңларға иман ейттим (иманимға) қулақ селиңлар (вә униңға гуваһ болуңлар)»[25]. (қәвми уни өлтүрүвәткәндин кейин, униңға) «җәннәткә киргин» дейилди, у: «кашки қәвмим пәрвәрдигаримниң маңа мәғпирәт қилғанлиқини вә мени һөрмәтликләрдин қилғанлиқини билсә иди» деди[26 ـ 27]. униңдин кейин униң қәвмини (җазалаш үчүн) асмандин қошун (йәни пәриштиләр) чүшүрмидуқ (һәр қәвмни һалак қилиш үчүн пәриштиләрни) чүшүрүвәргүчи болмидуқ[28]. пәқәт бир аваз биләнла нагаһан улар қетип қалди[29]. (аллаһниң айәтлирини инкар қилғучи) бәндиләргә әпсуски, уларға бирәр пәйғәмбәр кәлсила уни мәсхирә қилишти[30]. улар (йәни мәккә аһалиси) улардин илгири өткән нурғун үммәтләрни һалак қилғанлиқимизни билмәмду? улар буларниң йениға (йәни дунйаға әбәдий) қайтмайду[31]. уларниң һәммиси (қийамәт күни һесаб бериш үчүн) һузуримизға һазир қилиниду[32]. өлүк (йәни қурғақ) земинни (йамғур билән) тирилдүрүп, униңдин улар йәйдиған ашлиқни өстүргәнликимиз уларға (аллаһниң қудрити камиләсини көрситидиған) аламәттур[33]. биз земинда нурғунлиған хорма бағлирини, үзүм бағлирини бәрпа қилдуқ, шу земинда булақларни еқиттуқ[34]. улар униң (йәни бағларниң) мевисини йесун, (бу мевиләрни) уларниң қоллири йаратқан әмәс, улар (аллаһниң немәтлиригә) шүкүр қилмамду?[35]. аллаһ (пүтүн әйиб ـ нуқсанлардин) пактур, у пүтүн шәйиләрни җүп йаратти. земиндин үнүп чиқидиған нәрсиләрниң, уларниң өзлириниң вә улар билмәйдиған нәрсиләр (йәни аҗайип мәхлуқатлар) ниң һәммисиниң җүпти бар[36]. уларға (аллаһниң қудритини көрситидиған) бир аламәт кечидин ибарәтки, униңдин күндүзни айриветимиз ـ дә (йәни күндүзниң нурини йоқ қиливетимиз ـ дә), улар нагаһан қараңғуда қалиду[37].


خەتكۈچ: #земин , #җүп , #аллаһ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر