йеңи дәврдә түркийәниң ташқи сийасәт параметирлири

күнтәртип вә анализ (42)

2000370
йеңи дәврдә түркийәниң ташқи сийасәт параметирлири

йеңи дәврдә түркийәниң ташқи сийасәт параметирлири

күнтәртип вә анализ (42)

(мурат йешил таш)

«күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң директори шундақла йазғучиси дотсент доктор мурат йешил таш тәрипидин тәййарланған «йеңи дәврдә түркийәниң ташқи сийасәт параметирлири» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** ****** ***** ****** ****

җумһур рәис әрдоған тунҗи чәт әл зийаритини әнәнә бойичә шималий қибрис түрк җумһурийити вә әзәрбәйҗанда елип барди. һәр икки дөләтниң пайтәхтидә бәргән учурлири вә униңдин кейинки байанатлири түркийәниң йеңи дәврдики ташқи сийаситигә даир муһим йип учи билән тәминләйду. чүнки бу һәр икки дөләт түркийәниң дипломатийә сийаситиниң муһим нуқтиси болупла қалмай, өз нөвитидә йәнә, район характерлик риқабәт вә мәсилиләр нуқтисидинму интайин муһим. қибрис түркийәниң шәрқий ақдеңиз сийаситиниң мәркизидә орун алған вәзийәттә турмақта. әзәрбәйҗан болса, түркийә үчүн интайин муһим бир дөләт. болупму қарабағ ғәлбисидин кейин техиму муһим һалға кәлгән әһвалда турмақта. шуңа, бу һәр икки қетимлиқ зийарәтни бойлиған һалда йеңи дәврниң ташқи сийаситигә йетәкчилик қилидиған бир қанчә муһим мәсилини тәкитлимәкчимән.

йеңи дәврниң ташқи сийаситигә йетәкчилик қилидиған әң муһим мәсилә җумһур рәис әрдоғанниң узун йиллардин буйан бәрпа қилған рәһбәрлик дипломатийәсидур. дунйави вә интайин иҗабий тәсиргә игә җумһур рәис әрдоған йеңи дәврдә дунйави мәсилиләрдә техиму көп алдинқи пиланға чиқишқа башлайду. униң башқа рәһбәрләр билән болған мунасивити, дунйави муһим мәсилиләрдә ойниған дипломатик роли вә йәр шари характерлик мәсилиләргә диққәтләрни тартқан позитсийәлири рәһбәрликни асас қилған ташқи сийасәтни техиму гәвдиләндүриду. буниңдин башқа йәнә, түркийәдики җумһур рәислик һөкүмәт системиси әрдоғанниң бу ролини техиму раһәт җари қилдуралишини әмәлгә ашуриду.

иккинчи муһим нуқта, түркийәниң йеқинқи йилларда қуруп чиққан истратегийәлик аптономийә мәркәзлик ташқи сийасәт чүшәнчисини чоңқурлаштуридиғанлиқидур. бу әһвал ташқи сийасәттә ешиватқан күчи вә кеңийиватқан ташқи сийасәт бирикимлири сәвәбидин түркийәниң мустәқил ташқи сийасәтни йолға қойушини техиму асанлаштуриду. болупму ғәрб билән болған мунасивәтләрдә аптономийә техиму истратегийәлик муһим нуқта сүпитидә оттуриға чиқиду. чүнки түркийә билән ғәрб оттурисида ортақ болмиған нурғун мәсилиләр мәвҗут. түркийәниң истратегийәлик аптономийә нишаниниң йеңи дәврдә техиму чоңқурлаштурулған һалда давамлишидиғанлиқини ейталаймиз.

йәнә бир алдинқи қатардики иш؛ йеңи дәврдә нормаллишиш мәсилисиниң даим аңлинип туридиған һалға келиши болиду. нормаллишиниң әң муһим түврүкини оттура шәрқтики җәрйанлар шәкилләндүриду. сүрийәдә давамлишиватқан мусапә һақан фиданниң ташқи ишлар министири болуши билән техиму тезлитилиши мумкин.

парс қолтуқи дөләтлири биләнму йеңи бир дәврниң башлинидиғанлиқини мөлчәрлийәләймиз. иран мәсилисидә, әһвал бир аз пәрқлиқ. җумһур рәис әрдоғанниң әзәрбәйҗандин қайтишта мәтбуатларға бәргән байанатида, иранға қаратқан очуқ тәнқидлири, йеңи дәврдә әнқәрә билән теһран даирилири оттурисидики мунасивәтләрниң җиддийлишидиғанлиқидин дерәк бериду. бәлки бу йеңи дәврдики риқабәт вә тоқунушниң йөнилиши әнқәрә билән теһран оттурисида болуши мумкин. буму бизгә икки дөләтниң сүрийә, ирақ вә әзәрбәйҗан мәсилисидә техиму көп риқабәтлишидиғанлиқини көрситип бериду.

йәнә бир муһим тема, нормаллишиш билән тәң илгириләйдиған иқтисадий мунасивәтләрниң мәркәзгә елинишидур. түркийәниң иқтисадий киризистин қутулушиниң бирдинбир йоли техиму көп експорт қилиш арқилиқ түркийәниң иқтисадий тәрәққийатиға капаләтлик қилиш һесаблиниду. бундақ әһвалда, ташқи сийасәттә нормаллишиш вә дипломатийәниң алдинқи орунға чиқиши интайин муһим. сода дөлитини асас қилған йеңи ташқи сийасәт мусаписи бу җәһәттинму интайин муһим. җумһур рәис әрдоғанниң әзәрбәйҗандин қайтишта гиретсийә һәққидә бәргән байанатиму бизгә йеңи дәврдә афена билән әнқәрә оттурисидики мунасивәтләрниң йумшақ болидиғанлиқидин дерәк бериду.

нормаллишиш бихәтәрликни иккинчи пиланға иттирип қойуш дегәнлик болмайду. бәлки бихәтәрлик билән ташқи сийасәт мунасивәтлириниң тәңпуң һалда давамлишидиғанлиқини көрситип бериду. һақан фиданниң йеңи роли бу нуқтида намайан болуши мумкин. униң бйурократ арқа көрүнүши вә у толуқ билидиған һөҗҗәтләр, ташқи сийасәт вә бихәтәрликниң муһим бир җәрйан болидиғанлиқини көрситип бериду. бу нуқтидин ейтқанда, террорлуққа қарши күрәшниң ташқи сийасәттә муһим мәсилә болидиғанлиқини ейталаймиз.

түркийәниң хәлқара күнтәртипиму йеңи дәврдә кәскин болиду. бу нуқтидин әрдоғанниң б д т ислаһати, килимат өзгириши, украина киризиси, африқа вә пәләстин мәсилисидә алдинқи орунға чиқишини һәмдә әнқәрәниң йәр шари характерлик актийор болуш издинишини тезлитидиғанлиқини мөлчәрлийәләймиз. қисқиси, йеңи дәврниң толиму һәрикәтчан болидиғанлиқи вә түркийә үчүн пурсәтләрни сунғанға охшаш хәтәрләрниңму оттуриға чиқидиғанлиқи мәлум.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر