аллаһ күн билән айни (бәндилириниң мәнпәитигә) бойсундуруп бәрди

әнә шу аллаһ силәрниң пәрвәрдигариңлардур, падишаһлиқ униңға хастур, аллаһни қойуп чоқунуватқан бутлириңлар қилчилик нәрсигә игә әмәс.

1991292
аллаһ күн билән айни (бәндилириниң мәнпәитигә) бойсундуруп бәрди

аллаһ күн билән айни (бәндилириниң мәнпәитигә) бойсундуруп бәрди

 түркийә авази радийоси: фатир сүриси, -  18 - айәтләр. икки деңиз (йәни деңиз билән дәрйа) охшаш әмәс. буниң (йәни дәрйаниң) сүйи татлиқ, тәмлик болуп (галдин) силиқ өтиду, бу (йәни деңиз) наһайити аччиқ, тузлуқ, уларниң һәр иккисидин йеңи гөшләрни (йәни белиқларни) йәйсиләр, (деңиздин) силәр тақайдиған зиннәт буйумлири (йәни үнчә ـ марҗанлар) ни чиқирисиләр, аллаһниң немитини тәләп қилишңлар үчүн, шүкүр қилишиңлар үчүн (аллаһниң әмри билән йүк ـ тақ, йемәк ـ ичмәкләр қачиланған) кемиләрниң деңизда долқун йерип кетиватқанлиқини көрисән[12]. аллаһ кечини күндүзгә киргүзиду, күндүзни кечигә киргүзиду (шуниң билән кечә ـ күндүзниң узун ـ қисқа болуши җайлар, пәсилләр бойичә нөвәтлишип туриду), аллаһ күн билән айни (бәндилириниң мәнпәитигә) бойсундуруп бәрди. һәр иккилиси муәййән муддәткичә (йәни қийамәткичә өз оқида) сәйр қилиду, әнә шу аллаһ силәрниң пәрвәрдигариңлардур, падишаһлиқ униңға хастур, аллаһни қойуп чоқунуватқан бутлириңлар қилчилик нәрсигә игә әмәс[13]. әгәр уларни чақирсаңлар, силәрниң чақирғиниңларни аңлимайду, аңлиған тәқдирдиму силәргә җавап қайтуралмайду, қийамәт күни улар (аллаһқа уларни) шерик қилғанлиқиңларни инкар қилиду, (мушрикларниң вә уларниң бутлириниң қийамәт күнидики әһвалини һеч әһәди) саңа һәммидин хәвәрдар заттәк (йәни аллаһтәк) ейтип берәлмәйду[14]. и инсанлар! силәр аллаһқа моһтаҗсиләр, аллаһ (һәммидин) биһаҗәттур, мәдһийигә лайиқтур[15]. әгәр аллаһ халиса, силәрни һалак қилип (орнуңларға) йеңи бир хәлқни пәйда қилиду[16]. бу аллаһқа қийин әмәс[17]. һечбир гунаһкар адәм биравниң гунаһини үстигә алалмайду, гунаһи еғир бир адәм башқа биравни өз гунаһини үстигә еливелишқа чақирса, у йеқин туғқини болған тәқдирдиму, униң гунаһидин азрақ нәрсини үстигә еливалалмайду, сән пәқәт пәрвәрдигарини көрмәй туруп униңдин қорқидиғанларни, намазни ада қилидиғанларни агаһландурисән, кимки (гунаһлардин) паклинидикән, у өзи үчүн пакланған болиду. ахир қайтидиған җай аллаһниң дәргаһидур[18].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر