әстә тутуш қабилийитини күчәйтишниң тәбиий чарә - тәдбирлири

шипа булиқи (36)

1987175
әстә тутуш қабилийитини күчәйтишниң тәбиий чарә - тәдбирлири

әстә тутуш қабилийитини күчәйтишниң тәбиий чарә - тәдбирлири

(доктор мәһмәт учар)

әстә сақлаш қабилийитигә даир мәсилилири көрүлгәндә йаки йеңи дийагноз қойулғанда, күндилик турмушта бәзи алдини елиш тәдбирлирини қолланғанда, бу мәсилиләрни азайтип, кесәлликниң тәрәққий қилишиниң алдини алғили болиду.

 һәр күни җисманий һәрикәт җәһәттә актип болуң

чениқиш қанниң айлиниши вә меңиниң оксигенлинишини ашуруш арқилиқ меңиниң сағламлиқини қоғдапла қалмай, йүрәк қан томур сағламлиқиғиму төһпә қошиду. пийадә  меңиш, велисипит миниш йаки йүгүрүш арқилиқ җисманий һәрикәт актипчанлиқиңизни ашурсиңиз болиду. дәрвәқә, чениқиш бесимни азайтиду؛ буниңға әгишип роһий чүшкүнлүк азийиду. әгәр сиз чениқишқа йеңи башлиған болсиңиз, башқа кесәлликлириңиз болса, алдин дохтурдин мәслиһәт соришиңиз техиму мувапиқтур.

тән саламәтлики йахши көп сандики қурамиға йәткәнләрниң һәр һәптидә кәм дегәндә 150 минут тез меңип, оттураһал сәвийәдә чениқип бериши, йаки һәптидә 75 минут йүгүрүп чениқип бериши тәвсийә қилиниду. әң йахшиси бу чениқиш бир һәптә ичидә елип берилиши керәк. әгәр толуқ чениқишқа вақтиңиз болмиса, һәр күни 10 минут меңип бәрсиңиз болиду.

роһий җәһәттә актип болуң

җисманий һәрикәт бәдиниңизни шәкилләндүргинидәк зеһниңизни мәшғул қилидиған чениқиш паалийәтлириму меңиңизниң сағлам болушиға йардәм бериду.

• гезит катакчәлиридики тепишмақларни тепиш җәрйанида алдин берилгән йип учиға асасән өгәнгәнлириңизни қайта ишләтсиңиз болиду.

• судоку ойуни ойнаш арқилиқ диққитиңизни мәркәзләштүрүп, зеһний күчиңизни техиму урғуталайсиз. булар йеңи әслимиләрни әсләшкә төһпә қошиду.

• шәкил қураштуруш ойуни  ойнаш؛ шәкилләр вә рәңләрни тонуш арқилиқ әстә сақлашни қоллашни мәқсәт қилиду. бу ойунда тоғра парчини тепип, дәл җайиға қойған киши мувәппәқийәт вә хушаллиқ туйғусиға чөмүлиду. буму зеһний күчни урғутуп, диққәтни мәркәзләштүрүш иқтидарини ашуриду.

• йеңи нәрсиләрни өгиниш вә оқушму зеһний күчни урғутиду. оқуватқанлириңизниң мәзмуни билән мәлум вәқәләрни зәнҗирсиман тәһлил қилип, сиз көргән кино йаки телевизийә тийатирлиридин алған тәсиратлириңизни  йеқин – йоруқлириңизға сөзләп бәрсиңиз болиду.

• қизиқиш йаки йеңи паалийәтләр билән мәшғул болушму амивилиқ алаһидиликини йетилдүрүпла қалмай, зеһний күчниму урғутиду вә роһий чүшкүнлүкни азайтиду.

• чалғу әсваблирини челишни өгинивелиң. йеңи қизиқишни башлаң.

 

созулма характерлик сағламлиқ мәсилилириңизни башқуруң

йуқири қан бесим, қалқансиман бәз кесили, дийабит кесили, роһий чүшкүнлүк, витамин кәмлик, аңлаш иқтидари тосалғуға учраш вә семизлик қатарлиқ мәсилиләрни бир тәрәп қилиш үчүн дохтуриңизниң тәвсийәлиригә әмәл қилиң. өзиңизгә қанчилик көңүл бөлсиңиз, әстә тутуш қабилийитиңиз шунчә йахши болиду. дохтуриңиз билән бирликтә даим истемал қилидиған дориларни көздин кәчүрүң. бәзи дорилар әстә тутуш иқтидариға тәсир көрситиду.

башқилар билән бирликтә вақит өткүзүң

иҗтимаий алақә роһий чүшкүнлүк вә бесимниң алдини алиду. чүнки буларниң һәр иккиси әстә тутуш қабилийитиниң йоқап кетишидә муһим рол ойнайду. болупму йалғуз йашисиңиз йеқин – йоруқлириңиз, достлириңиз вә башқа кишиләр билән җәм болуш пурсити үстидә издиниң.

рәтлик болуң

әгәр өйиңиз қалаймиқан болса йаки хатирилириңиз қалаймиқан болса, қилидиған ишлириңизни унтуп кетишиңиз мумкин. қилишқа тегишлик ишлириңиз вә башқа паалийәтлиңизни бир хатирә дәптиригә, календар йаки електронлуқ пиланлиғучқа йезип, орунлаштуруң.

есиңиздә қелишқа йардәмчи болуш үчүн, орунлаштурмилириңизни йазғанда һәр бир башланғучни йуқири авазда тәкрарлисиңиз болиду. қилишқа тегишлик ишлириңизға даир тизимликлириңизни йеңилап туруң. тамамлиған ишлириңизға бәлгә қойуң. һәмйан, ачқуч, көзәйнәк вә башқа керәклик нәрсилириңизни өйиңиздә асан тапалайдиған җайда қойуң.

диққитиңизни чечиветидиған әһвалларни әң төвән чәккә чүшүрүң. бирла вақитта көп ишларни қилмаң. әгәр диққитиңизни есиңиздә тутмақчи болған учурға мәркәзләштүрсиңиз, кейин уни әстә хатирийәлишиңиз асан болиду. әстә тутмақчи болғанлириңизни өзиңиз йахши көридиған бир нахша йаки тонуш җүмлә вәйаки бир пикиргә бағлинишлиқ қилсиңизму кейин орунлаштурмилириңизни асанла хатирилишиңизгә йардәмчи болуши мумкин.

ухлаш вақтиңизниң тәртиплик болушиға капаләтлик қилиң

ухлаш вақтиниң тәртиплик болуши өгинишни асанлаштуриду вә әстә тутуш қабилийитини күчәйтиду. кечилири охшаш саәттә вә тәртиплик ухлаң. һарғинлиқиңизни азайтиш үчүн пирограммилириңиз вә сайаһәтлириңизни әтигәндә пиланлаң.

уйқусизлиқ вә қара бесиш қатарлиқ бәзи мәсилиләр күндүзи сизни техиму көп чарчитиветидиғанлиқи үчүн хатирилишиңизни қийинлаштуруветиду.

күндүзи охшаш вақитта қисқа муддәт ухлаң. чүнки қисқа муддәт ухлаш һарғинлиқиңизни азайтиду. арам елиш зеһний күчиңизни урғутиду.

сағлам узуқлиниң

болупму йүрәккә пайдилиқ йемәкликләр меңиниң сағламлиқиғиму төһпә қошиду. мәсилән, қизил гөш аз истемал қилинидиған, көктат, мевә-чевә , белиқ, деңиз мәһсулатлири, йаңақ, зәйтун йеғи қатарлиқ әстә тутуш иқтидариға пайдилиқ йемәкликләр көп истемал қилинидиған ақдеңиз райони усули бойичә узуқлансиңиз болиду.

сағлам узуқлиниш чоң меңиңизгә пайдилиқ. мевә – чевә, көктат вә данлиқ зираәтләрни истемал қилиң. белиқ, пурчақ вә өй қушлири қатарлиқ мейи аз ақсил мәнбәлирини таллаң.

роһий бесимдин сақлиниң

һәддидин зийадә роһий бесим  зеһний аҗизлиқни кәлтүрүп чиқириду. буниң нәтиҗисидә әстә тутуш қабилийити төвәнләп кетиду. шуңа имканийәтниң баричә роһий бесим мәнбәсидин йирақ туруң. бағча ишлири билән мәшғул болуң. нәпәслиниш гимнастикиси қатарлиқ һузур бәхш әткүчи чениқиш техникилиридин пайдилиниң.

 тамака чәкмәң

тамака чекиш чоң меңигә йетәрлик оксигенниң кетишигә тосалғу болидиғанлиқи үчүн әстә тутуш  қабилийитигә сәлбий тәсир көрситиду. буниңдин башқа йәнә, чоң меңигә қан томур кесәлликлири җәһәттинму хәтәр елип келиду. чоң меңиңиз вә йүрәк сағламлиқиңиз үчүн чоқум тамака ташлаң.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر