биз (аллаһтин ғәйрийгә чоқунғучи) залимларға: «силәр чинпүтмигән дозах азабини тетиңлар» дәймиз

уларға бизниң рошән айәтлиримиз оқуп берилгәндә, улар: «бу пәқәт силәрни ата ـ боваңлар чоқунған бутларға чоқунуштин тосмақчи болған адәмдур» дәйду.

1985702
биз (аллаһтин ғәйрийгә чоқунғучи) залимларға: «силәр чинпүтмигән дозах азабини тетиңлар» дәймиз

биз (аллаһтин ғәйрийгә чоқунғучи) залимларға: «силәр чинпүтмигән дозах азабини тетиңлар» дәймиз

түркийә авази радийоси: сәбә сүриси, 41 - 54 - айәтләр. улар ейтиду: «сән пактурсән, бизниң достимиз улар әмәс, сән. (улар бизгә чоқунмайтти) бәлки җинға чоқунатти. уларниң толиси җинға иман кәлтүрәтти»[41]. бүгүн силәр бир ـ бириңларға пайда ـ зийан йәткүзәлмәйсиләр, биз (аллаһтин ғәйрийгә чоқунғучи) залимларға: «силәр чинпүтмигән дозах азабини тетиңлар» дәймиз[42]. уларға бизниң рошән айәтлиримиз оқуп берилгәндә, улар: «бу пәқәт силәрни ата ـ боваңлар чоқунған бутларға чоқунуштин тосмақчи болған адәмдур» дәйду һәмдә улар: «бу пәқәт тоқулған йалған сөздур» дәйду. капирларға һәқиқәт йетип кәлгәндә, улар: «бу пәқәт опочуқ сеһирдур» деди[43]. уларға оқуйдиған һечқандақ китабларни ата қилғинимиз йоқ. сәндин илгири уларға һечқандақ пәйғәмбәрму әвәткинимиз йоқ[44]. улардин илгири өткәнләр (һәқни) инкар қилған, улар (йәни мәккә куффарлири) улар (йәни илгирикиләр) еришкән күч ـ қуввәтниң ондин биригиму еришмигән, улар мениң пәйғәмбәрлиримни инкар қилди. уларға мениң җазайим қандақ болди?[45] ейтқинки, «мән силәргә бир ишни тәвсийә қилимән: силәр худалиқ үчүн иккидин, йа бирдин туруңлар (йәни аллаһниң разилиқи үчүн йиғилип йаки йәккә һалда һәқни тиләңлар), андин пикир йүргүзүңлар». һәмраһиңларда (йәни муһәммәдтә) һеч мәҗнунлуқ йоқ, пәқәт у қаттиқ азаб назил болуштин илгири силәргә әвәтилгән бир агаһландурғучидур[46]. ейтқинки, «силәрдин һечқандақ һәқ тәләп қилғиним йоқ, у силәргә болсун؛ әҗримни пәқәт аллаһтин тиләймән. аллаһ һәммә нәрсини көзитип турғучидур»[47]. ейтқинки, «пәрвәрдигарим, һәқиқәтән һәқ арқилиқ (батилни) атиду (йәни пакитни рошән байан қилиду), аллаһ ғәйбни тамамән билгүчидур»[48]. ейтқинки, «һәқ (йәни ислам) кәлди (батил йоқалди), батил (бирәр мәхлуқни) пәйда қилалмайду, (йоқалған бирәр мәхлуқни) әслигә кәлтүрәлмәйду»[49]. ейтқинки, «әгәр азсам азғанлиқимниң зийини өзүмгидур, әгәр һидайәт тапсам (бу) пәрвәрдигаримниң маңа вәһйи қилған қураниниң сәвәбидиндур, аллаһ һәқиқәтән аңлап турғучидур, йеқиндур»[50]. әгәр сән әйни вақитта уларниң қорқуп қачидиған йәр тапалмайватқанлиқини, дозахқа (елип берилиш үчүн мәһшәргаһқа) йеқин җайда тутулуватқанлиқини көрсәң (әлвәттә қорқунчлуқ һалини көрәттиң)[51]. улар (азабни көргәндә): «иман ейттуқ» дәйду, улар қандақму йирақ җайдин иманни қолға кәлтүрәләйду[52]. улар илгири уни (йәни пәйғәмбәрни) инкар қилған иди. улар ғәйб (ишлири) үстидә йирақ җайдин қарисиға сөзләйду[53]. улар билән уларниң арзу қилған нәрсилири (йәни иман ейтиш вә җәннәткә кириш) арисида тосалғу пәйда қилинди. уларға илгири уларға охшашларға қилинғандәк қилинди. чүнки улар һазир иман кәлтүргән нәрсилири үстидә (дунйадики чағлирида) чоңқур шәктә иди[54].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر