аллаһ адил һөкүм қилғучидур, (халайиқниң әһвалини) билгүчидур

әгәр залимларни пәрвәрдигариңниң дәргаһида тохтитип қойулған чағда бәзиси бәзиси билән җедәллишиватқанда көрсәң идиң (әлвәттә қорқунчлуқ һални көрәттиң).

1980382
аллаһ адил һөкүм қилғучидур, (халайиқниң әһвалини) билгүчидур

аллаһ адил һөкүм қилғучидур, (халайиқниң әһвалини) билгүчидур

түркийә авази радийоси: сәбә сүриси, 23 - 32  - айәтләр. аллаһ изни бәргән адәмдин башқиға аллаһниң дәргаһида шапаәт пайда бәрмәйду. шапаәт қилғучиларниң диллиридин қорқунч көтүрүлгәндә, улар андин (бәзиси бәзисигә): «пәрвәрдигариңлар (шапаәт тоғролуқ) немә деди?» дәйду. улар (җавабән): «һәқни (деди) (йәни мөминләргә шапаәт қилишқа рухсәт қилди)» дәйду. аллаһ йүксәктур, каттидур[23]. ейтқинки, «силәргә асманлардин вә земиндин ким ризиқ берип туриду?» ейтқинки, «аллаһ (ризиқ берип туриду), шүбһисизки, биз йаки силәр чоқум һидайәттидурмиз, йа рошән гумраһлиқтидурмиз»[24]. ейтқинки, «бизниң қилған гунаһимиз үчүн силәр сораққа тартилмайсиләр, силәрниң қилмишиңлар үчүн биз сораққа тартилмаймиз»[25]. ейтқинки, «пәрвәрдигаримиз бизни (қийамәт күни) йиғиду. андин бизниң аримизда һәқлиқ билән һөкүм чиқириду, аллаһ адил һөкүм қилғучидур, (халайиқниң әһвалини) билгүчидур»[26]. ейтқинки, «маңа ейтип беқиңларчу, силәрниң аллаһниң шерики дәп ативалғиниңлар һәргизму ундақ әмәс, бәлки у ـ аллаһ ғалибтур, һекмәт билән иш қилғучидур»[27]. сени биз пәқәт пүтүн инсанлар үчүн (мөминләргә җәннәт билән) хуш хәвәр бәргүчи вә (капирларни азаб билән) агаһландурғучи қилип әвәттуқ. вә лекин инсанларниң толиси (буни) билмәйду[28]. улар: «әгәр силәр растчил болсаңлар, бу вәдә (йәни силәр бизни қорқутуватқан азаб) қачан ишқа ашиду?» дәйду[29]. ейтқинки, «силәргә (азаб үчүн) вәдә қилинған бир күн барки, униңдин бирдәмму илгири ـ кейин болмайсиләр»[30]. капирлар: «бу қуранға вә униңдин илгирики китабларға һәргиз ишәнмәймиз» дәйду. әгәр залимларни пәрвәрдигариңниң дәргаһида тохтитип қойулған чағда бәзиси бәзиси билән җедәллишиватқанда көрсәң идиң (әлвәттә қорқунчлуқ һални көрәттиң), бозәк қилинғанлар чоңчилиқ қилғанларға: «әгәр силәр болмисаңлар биз чоқум иман ейтаттуқ» дәйду[31]. чоңчилиқ қилғанлар бозәк қилинғанларға: «силәргә һидайәт кәлгәндин кейин биз силәрни униңдин тостуқму? һәргиз тосмидуқ, силәр өзүңлар гунаһ қилғучи болдуңлар» дәйду[32].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر