аллаһ изни бәргән адәмдин башқиға аллаһниң дәргаһида шапаәт пайда бәрмәйду.

шапаәт қилғучиларниң диллиридин қорқунч көтүрүлгәндә, улар андин (бәзиси бәзисигә): «пәрвәрдигариңлар (шапаәт тоғролуқ) немә деди?» дәйду.

1961197
аллаһ изни бәргән адәмдин башқиға аллаһниң дәргаһида шапаәт пайда бәрмәйду.

аллаһ изни бәргән адәмдин башқиға аллаһниң дәргаһида шапаәт пайда бәрмәйду.

түркийә авази радийоси: сәбә сүриси, 23 - 32 - айәтләр. аллаһ изни бәргән адәмдин башқиға аллаһниң дәргаһида шапаәт пайда бәрмәйду. шапаәт қилғучиларниң диллиридин қорқунч көтүрүлгәндә, улар андин (бәзиси бәзисигә): «пәрвәрдигариңлар (шапаәт тоғролуқ) немә деди?» дәйду. улар (җавабән): «һәқни (деди) (йәни мөминләргә шапаәт қилишқа рухсәт қилди)» дәйду. аллаһ йүксәктур, каттидур[23]. ейтқинки, «силәргә асманлардин вә земиндин ким ризиқ берип туриду?» ейтқинки, «аллаһ (ризиқ берип туриду), шүбһисизки, биз йаки силәр чоқум һидайәттидурмиз, йа рошән гумраһлиқтидурмиз»[24]. ейтқинки, «бизниң қилған гунаһимиз үчүн силәр сораққа тартилмайсиләр, силәрниң қилмишиңлар үчүн биз сораққа тартилмаймиз»[25]. ейтқинки, «пәрвәрдигаримиз бизни (қийамәт күни) йиғиду. андин бизниң аримизда һәқлиқ билән һөкүм чиқириду, аллаһ адил һөкүм қилғучидур, (халайиқниң әһвалини) билгүчидур»[26]. ейтқинки, «маңа ейтип беқиңларчу, силәрниң аллаһниң шерики дәп ативалғиниңлар һәргизму ундақ әмәс, бәлки у ـ аллаһ ғалибтур, һекмәт билән иш қилғучидур»[27]. сени биз пәқәт пүтүн инсанлар үчүн (мөминләргә җәннәт билән) хуш хәвәр бәргүчи вә (капирларни азаб билән) агаһландурғучи қилип әвәттуқ. вә лекин инсанларниң толиси (буни) билмәйду[28]. улар: «әгәр силәр растчил болсаңлар, бу вәдә (йәни силәр бизни қорқутуватқан азаб) қачан ишқа ашиду?» дәйду[29]. ейтқинки, «силәргә (азаб үчүн) вәдә қилинған бир күн барки, униңдин бирдәмму илгири ـ кейин болмайсиләр»[30]. капирлар: «бу қуранға вә униңдин илгирики китабларға һәргиз ишәнмәймиз» дәйду. әгәр залимларни пәрвәрдигариңниң дәргаһида тохтитип қойулған чағда бәзиси бәзиси билән җедәллишиватқанда көрсәң идиң (әлвәттә қорқунчлуқ һални көрәттиң), бозәк қилинғанлар чоңчилиқ қилғанларға: «әгәр силәр болмисаңлар биз чоқум иман ейтаттуқ» дәйду[31]. чоңчилиқ қилғанлар бозәк қилинғанларға: «силәргә һидайәт кәлгәндин кейин биз силәрни униңдин тостуқму? һәргиз тосмидуқ, силәр өзүңлар гунаһ қилғучи болдуңлар» дәйду[32].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر