түркийә бәшшар әсәд һакимийити билән нормаллишамду?

күнтәртип вә анализ (13)

1935352
түркийә бәшшар әсәд һакимийити билән нормаллишамду?

түркийә бәшшар әсәд һакимийити билән нормаллишамду?

түркийә бәшшар әсәд һакимийити билән нормаллишамду?

күнтәртип вә анализ (13)

(җан аҗун)

«күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «түркийә бәшшар әсәд һакимийити билән нормаллишамду?» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

***** ** **** *** *** ****

 сүрийәдә ички уруш башланған 2011 - йилдин бүгүнгә қәдәр тунҗи қетим әнқәрә даирилири билән дәмәшиқ оттурисида биваситә сөһбәт башланған бир дәвргә қәдәм қойдуқ. рәһбәрләр сәвийәсидә елан қилинған тунҗи байанлар вә көрүнәрлик иҗабий учурлардин кейин, дөләт мудапиә министирлири вә истихбарат органлириниң башлиқлири москвада учришиш өткүзди. әмдиликтә болса, ташқи ишлар министирлириниң учришиши мөлчәрләнмәктә. бунңға русийә мурәссәчилик ролини ойнимақта. иран вә әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ дөләтләрму бу җәрйанға қатнишишқа тиришмақта.

  2011 - йили әрәб баһариниң тәсиридә сүрийәдә башланған намайишлар, бәшшар әсәд һакимийитигә тәвә һәрбий күчләрниң қораллиқ бастуруши билән қәдәмму қәдәм ички урушқа айланди. иран, русийә қатарлиқ дөләтләр бәшшар әсәд һакимийитини қоллиған болса, түркийәни өз ичигә алған дунйаниң мутләқ көп қисми сүрийә өктичилирини қоллиди. әркин сүрийә армийәси қурулуп, бәшшар әсәд һакимийитигә қарши һәрбий қаршилиқ башланди. лекин, сүрийәдики ички тоқунушлар кейинчә вакаләтлик урушқа айланди. русийә билән иран әсәд һакимийитини зор дәриҗидә қоллиди. ирақта йүз бәргән малиманчилиқниң тәсиридә пәйда болған даеш сүрийәниң ички қисимида кеңийишкә башлап, асаслиқи өктичиләрни һуҗум нишани қилди. америка вә ғәрб дөләтлири даешқа қарши күрәшни мәркәз қилип, сүрийә өктичилиригә болған йардимини үзди. йалғуз қалған түркийә болса, русийә вә иран билән үч тәрәп механизмини башлаш арқилиқ астана мусаписини шәкилләндүрди.

астана мусаписи урушта ғәлибә қилғучиниң болмайдиғанлиқини вә сийасий һәл қилиш чарисиниң лазимлиқини оттура қойди. әлвәттә, бу ички урушта йүз миңлиған киши җенидин айрилди, милйонлиған киши өй-макансиз қалди. сүрийәниң ул- әслиһәлири вә үст қурулмилири асасән вәйран болуп бир харабиликкә айланди. йәнә бир тәрәптин, америка даешқа қарши күрәшни сүйиистемал қилип, п к к ниң сүрийә тармиқи болған п й д/ й п г арқилиқ фират дәрйасиниң шәрқидики районларни контроллуқи астиға алди вә бу йәрдә гойа бир террорлуқ дөлити қурмақчи болди. түркийә елип барған һәрбий һәрикәтлири билән аталмиш ​​дөләтчақниң бәлбағ шәкилләндуруп, шәрқий ақдеңизға чүшүшини тосуп қалди, әмма тәһдит һазирму давамлашмақта.

мана әмдиликтә йуқирида тилға елинған сийасий һәл қилиш чариси, террорлуққа қарши күрәш вә панаһланғучилар темилиқ йеңи бир музакирә җәрйани башланғандәк қилиду. җумһур рәис әрдоған путинниң тәклипигә бир пурсәт берип, бәшшар әсәд һакимийити билән көрүшүшни тәстиқлиди. андин дөләт мудапиә министирлири вә истихбарат органлириниң башлиқлири москвада көрүшти. һазир болса, ташқи ишлар министирлириниң йеқин кәлгүсидә бир йәргә җәм болуши мөлчәрләнмәктә, иран вә әрәб бирләшмә хәлипиликиму бу җәрйанға қатнишишқа тиришмақта.

лекин тәрәпләр оттурисида қелин тосуқларниңму барлиқини көрүшимиз лазим. түркийәниң асаслиқ тәлипи сүрийәниң земин пүтүнлүкини мустәһкәмләш, п к к ға қарши бирләшмә һәрикәт башлаш, б д т ниң қоллиши билән хәлқара мәбләғ шәкилләндүрүп, һәләб қатарлиқ вәйран болған шәһәрләрни қайта қуруш вә панаһланғучиларниң вәтинигә қайтишини капаләтгә игә қилиш болмақта. әлвәттә, буларниң әмәлгә ашурулуши үчүн сийасий һәл қилиш мусаписиниң давамлишиши, йеңи асасий қанун бәрпа қилиш вә өктичиләр билән бир гәвдиләшкән һакимийәт шәкиллиниши лазим. әмма, әсәд һакимийитидин кәлгән ималар бизгә бу тәләпләргә йүзлинишниң йоқлуқини көрситип бәрмәктә. мунасивәтлик ирадиниң кәмчил болушиға охшаш, иқтидар вә қабилийәтниң бар-йоқлуқиму еғир соал бәлгиси пәйда қилмақта. буниң билән биргә йәнә, әсәд һакимийитиниң еғир қийинчилиққа дуч кәлгәнликини, өзини сақлап қелиштиму қийиниливатқанлиқини, болупму иқтисад пүтүнләй тохтап, хәлқниң йемәк-ичмәк вә енергийә бихәтәрликидин мәһрум қалғанлиқини унтумаслиқ лазим. буниңдин башқа йәнә, русийәниң украина уруши билән шәкилләнгән йеңи геополитилиқ (җуғрапийилик сийасий) тәңпуңлуқму түркийәниң қолини күчләндүрмәктә. бу нуқтидин, әсәд һакимийити һәр хил йол қойушларға мәҗбур болуши мумкин. түркийәдики сайламлардин кейин, бу басқучниң йөнилишиниң техиму айдиңлишидиғанлиқи ениқ.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر