қәдимки дәвр анадолусиниң туз йоли: виа сәбастә вә исаурийа

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «анадолуниң тунҗилири» намлиқ сәһипимизниң бүгүнки санида, қәдимки дәвр анадолусиниң туз йоли: виа сәбастә вә исаурийа (Isauria) туз йоли тоғрисидики учурларни диққитиңларға сунимиз.

1860463
қәдимки дәвр анадолусиниң туз йоли:  виа сәбастә вә исаурийа

қәдимки дәвр анадолусиниң туз йоли: виа сәбастә вә исаурийа

түркийә авази радийоси: дадисини туздәк йахши көридиған мәликә тоғрисидики чөчәктә, падишаһ қизлиридин <мени қанчилик йахши көрисиләр?> дәп  сорайду. чоң мәликиләр: «алмасқа, алтунға охшаш» дәп, кичик мәликә болса «тузға охшаш» дәп җаваб бериду. падишаһ қаттиқ үмидсизлинип, қизини ордидин узақлаштуриду. падишаһ аридин узун йиллар өткәндин кейин қизиниң немә демәкчи болғанлиқини чүшинип йетиду. бири сизни туздәкла йахши көридиғанлиқини ейтса, сизниң инкас қандақ болар? сизму униңға чөчәктики падишаһқа охшаш аччиқлинармидиңиз йаки униң немишқа бундақ дегәнликини чүшинип йетәрмидиңиз? сағламлиқ сәвәбидин туз истемал қилиши қаттиқ мәни қилинғанлар, кичик мәликәниң демәкчи болғини дәрһал чүшиниду. әлвәттә, тузни көп истемал қилишниң зийини һәммигә айан. лекин, йемәкликкә туз селинмиғанда, тәми болмайду. туз әмәлийәттә бәдинимиз үчүн муһим минерал мадда, йәни натрий. бу минерал маддиниң бәдәндики суниң тарқилиши, нерва импуллириниң нерва һүҗәйрисигә йәткүзүлүши вә мускулларниң тарийишида наһайити чоң роли бар. бүгүнки күндә биз тузға сағламлиқ нуқтисидин баһа берип, уни таамларниң тәмини ашуридиған хуруч дәп қараймиз. әмма туз өтмүштә интайин муһим тавар иди, гойаки йипәк йоли йаки тетитқу йоллириға охшаш туз йоллириму бар иди. төвәндә анадолудики падишаһ йоли дәпму атилидиған туз йоли виа  сәбастә һәққидә тохтилип өтимиз.

* * * * *

анадолу нәччә миң йиллиқ тарихида нурғун мәдәнийәткә саһибханлиқ қилиду. һититлардин башлап, анадолуға һөкүмранлиқ қилған барлиқ дөләтләр йолларни йасайду. бу йолар арқилиқ һәм охшимиған районлар бир – биригә туташтурулиду һәмдә районларниң бихәтәрлики капаләтләндүрүлиду. йол йасашқа алаһидә әһмийәт бәргини болса, рим империйәси болиду. йол қурулуши империйә үчүн игилик һоқуқниң әң муһим символлириниң бири һесаблиниду. шуңлашқа бойсундурулған районларда қилинидиған тунҗи иш шәһәрләрни өзара туташтуридиған йолларни йасаш болиду. «рим земини йоллириниң узунлуқи билән өлчиниду» пиринсипиға асасән, пүткүл империйә йол торлири билән қаплиниду. римлиқлар йол йасапла қалмай, у йолларниң бойлириға қаравулхана, көврүк вә меһманханиларни салиду. шундақ, анадолуниң әң йахши сақлинип қалған рим йоли — виа  сәбастә  йаки падишаһ йоли әң шу йолларниң биридур. падишаһ йоли виа сәбастә икки миң йиллиқ тарихқа игә қәдимки йол. патара, сагалассос вә пәргәгә охшаш муһим шәһәрләр җайлашқан ликйа, писсидийә вә памфилийә районлирини анадолуниң ички районлири билән туташтуридиған истратегийәлик әһмийәткә игә муһим йол иди. бир қисми чоң ташни ойуш арқилиқ ечилған, йәнә бир қисми таш йатқузуп йасалған бу йолниң киликйа деңиз қарақчилириға қарши туруш үчүн йасалғанлиқи мәлум.

кәң районни өз ичигә алидиған виа  сәбастә  падишаһ йолиниң бир қисми, у дәвр үчүн интайин қиммәтлик бир буйумни тошуш үчүн йасалғаниди. аңлиған вақтиңизда ишәнмәсликиңиз мумкин, әмма бу интайин қиммәтлик мадда туздин башқа нәрсә әмәс иди! чүнки бүгүнки күндә наһайити асан еришкили болидиған туз, қәдимки дәврләрдә интайин кәм учрайдиған минерал мадда иди. тузи мол җайлар вақитниң өтүшигә әгишип муһим сода мәркәзлиригә айланди. анадолудики қәдимки мәдәнийәтләрниң бири болған һититлар, мих йезиқлиқ тахтайлириға туз содиси қаидилирини пүтти. бир мәзгил рим әскәрлиригә мааш орнида туз берилгәниди. мушундақ қиммәтлик бир маддиниң тошулуши үчүн, йепәк йоли йаки дора – дәрмәк йолиға охшашла туз йоли ториму шәкилләндүрүлди. виа сәбастә  падишаһ йолиниң муһим бир қисмини тәшкил қилған исаурийа йоли туз йоли дәпму атилиду. бу йол анадолуниң бирдинбир туз мәнбәси болған, римлиқлар тәрипидин «татта лаҗус», йәни туз көли дәп атилидиған йәргичә созулатти. икки миң йил бойичә бу йол арқилиқ пәмфилийә қирғақлиридин исаурийаға зәйтун йеғи тошулатти, қайтишта туз елип келинәтти. у туз маашларниң төлинишигә капаләтлик қилатти, қизитма қайтуруш дориси сүпитидә ишлитиләтти, йемәкликләрни муһапизәт қилатти, таамларға тәм беғишлайтти. қәдимки дәврләрдә туз ишлитилмәйдиған йәр йоқтәкла қилатти.

бүгүнки конйа билән анталйаниң оттурисидики исаурийа қәдимки туз йоли хәлқара йол ишарити қойуш системисиға асасән ишарәтлинип, йеңи сайаһәт йолиға айландурулди. туз йоли чәшмиләр, қудуқлар, меһмансарай қалдуқлири вә көврүкләрни бесип өтидиған 175 километирлиқ йолдур. икки миң йиллиқ тарихқа игә бу қәдимки йолда меңиветип, туз кәмчил чағларни, туз карванлирини ойлимай туралмаймиз.

* * * * *

гирекчидики «туз алдида гунаһ садир қилиш», парсчидики «тузкорлуқ қилиш» вә түркчидики «туз һәққи» ибариси, диний текистләрдики тузға мунасивәтлик ибариләр, тузниң һәр мәдәнийәттә дегүдәк өз орнини алғанлиқини көрситип бериду. сиз буниңдин илгири тузниң һайатимизда ойлиғинимиздинму көп орунға игә икәнлики һәққидә ойлинип баққанмидиңиз?!

 мутәхәссисләр, инсанларниң тузни буниңдин 11 миң йил илгири турмушиға елип киргәнликини бекитти. кишиләр туздин йемәкликләрни қурутуш вә сақлашта, сеһиргәрлик вә һәр хил мурасимларда, мал алмаштуруш вә мааш төләш қатарлиқ ишларда пайдиланған һәмдә униңға һәр хил мәниләрни йүклигән. у туз кәмчил җуғрапийәлик районларда у нәччә мил йирақ җайлардин йөткилидиған сода мәһсулатиға айланған. туз йоллири мана мушундақ барлиққа кәлгән. шуңлашқа қәдимки дәврләрдә италийә, германийә вә анадолуда туз йоллири шәкилләндүрүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر