аңлаш иқтидариниң төвәнләп кетиш кесилини тәбиий – шипалиқ өсүмлүкләр арқилиқ давалаш усуллири

шипа булиқи - 44

1851654
аңлаш иқтидариниң төвәнләп кетиш кесилини тәбиий – шипалиқ өсүмлүкләр арқилиқ давалаш усуллири

аңлаш иқтидариниң төвәнләп кетиш кесилини тәбиий – шипалиқ өсүмлүкләр арқилиқ давалаш усуллири

(мәһмәт учар)

аңлаш иқтидариниң төвәнләп кетиш кесилини тәбиий – шипалиқ өсүмлүкләр арқилиқ давалаш усуллири төвәндикичә:

аңлаш иқтидариниң төвәнләп кетиши вә аңлаш иқтидарини йуқири көтүрүшкә пайдилиқ йемәкликләр

• татлиқ зәнҗивил

• бәрәңгә

• йессимуқ

• муқатил

• персейә нәшпүти

• қениқ шакилат

• белиқ

• зиғир уруқи

•  йаңақ

• гүмбәмәдәк

• тухум

• сүт

 

• татлиқ зәнҗивил: аңлаш иқтидариниң бир өмүр күчлүк болуши үчүн фолат тәркиби мол болған йемәкликләрни истемал қилиш керәк. бу йемәкликләрдин бири болса татлиқ зәнҗивилдур.

• бәрәңгә: мувапиқ миқдарда истемал қилғанда, аңлаш иқтидарини күчәйтип, қулақниң ички қисминиң зийанға учришиниң алдини алиду.

• йессимуқ: тәркибидә витамин B вә төмүр бар болған йессимуқ, қулақ сағламлиқини қоғдашта интайин күчлүктур.

• персейә нәшпүти: йахши аңлаш үчүн магний вә йопурмақ кислатасини истемал қилиш керәк. бу минерал маддиларға болса персейә нәшпүти истемал қилиш арқилиқ еришәләйсиз.

• белиқ: омега җәһәттин йетәрлик озуқлиниш аңлаш мәсилилириниң алдини алиду. болупму белиқ истемали бу җәһәттики муһим йардәмчилириңиздиндур.

• зиғир уруқи: B витаминларниң аңлаш сағламлиқиға зор тәсири бар. болупму зиғир уруқи қатарлиқ йемәкликләрни истемал қилғанда, қулақ ғоңулдаш, ағриш вә аңлаш иқтидариниң төвәнләп кетишиниң асасий җәһәттин алдини алини алғили болиду.

• йаңақ: сағлам қулақ сағламлиқи үчүн, чоқум йаңақ истемал қилишқа диққәт қилишиңиз керәк. бу озуқлуқниң йардимидә, аңлаш иқтидариниң төвәнләп кетишиниң асасий җәһәттин алдини алғили болиду. йаңақ омега вә B витаминлири мол болған узуқлуқтур. даимлиқ истемал қилип бериш нәтиҗисидә, йашниң чоңийишиға әгишип оттуриға чиқидиған аңлаш иқтидариниң төвәнләп кетишиниң алдини алғили болиду.

• гүмбәмәдәк: тәркибидә витамин D бар болған пайдилиқ йемәкликләрниң биридур. қулақниң ичи назук кичик сөңәкләр билән толуп ташқан болуп, бу сөңәкләрниң сағламлиқиниму витамин D қоғдайду.

• тухум: ақсил мәнбәси болған тухумниң йардимидә, қулақниң ички қисмидики тоқулмилар бузулуштин йирақлишиду.

• сүт: балилиқ дәвридин башлап сүт истемал қилип  бәргәндә, һәр хил йашта техиму  йахши аңлашқа йардәм бериду. шуңа, сүт, ашханиларда тегишлик орун елиши лазим.

• күмүш өрүк җәвһири: чоң меңиниң айлиниши йахши болмаслиқ, баш қейиш, әстә тутуш қабилийити начарлишиш, зеһни чечилиш, аңлаш иқтидари төвәнләп кетиш вә қулақ ғоңулдаш қатарлиқ әһвалларда наһайити көп қоллинилиду. күмүш өрүк җәвһири меңиниң айлинишини йахшилап, қан томурларниң йерилип кетишиниң алдини алиду.

күмүш өрүк шавқун кәлтүрүп чиқиридиған аңлаш иқтидари төвәнләп кетиш вә қулақ ғоңулдашқа мунасивәтлик кесәлликләрни давалаштиму үнүми интайин йуқиридур.

бу өсүмлүктин һәр күни 60 дин 240 миллиграмғичә истемал қилиш тәвсийә қилиниду. лекин, җәвһири үчүн чоқум дохтурға тәкшүртүш керәк.

• әйнула чечики

тамақта қошумчә йемәклик сүпитидә истемал қилинидиған әйнула чечики, қан бесим вә қан томур қетишишни азайтиштики үнүмлүк хусусийити биләнму даңлиқтур.

әгәр аңлаш иқтидариниң төвәнләп кетиши қулақтики қан айлинишниң йахши болмаслиқидин келип чиққан болса, әйнула чечики пайда қилиши мумкин.

бир истакан қайнақ суға 1 һәсәл қошуқи қурутулған әйнула чечики илавә қилиниду, 5 минут қайнитилип, сүзүлиду. уни күнигә 2 истаканғичә истемал қилишқа болиду. уни 10 күндин артуқ ишлитишкә болмайду.

• алма сиркиси

алма сиркиси؛ тәркибидә магний, калий, синик вә манган қатарлиқлар мол болуп, бу хил минерал маддилар кәмчил болғанда, аңлаш иқтидари төвәнләп кетиду.

магний билән давалаш йәнә даим дегүдәк шавқун кәлтүрүп чиқиридиған вақитлиқ йаки мәңгүлүк аңлаш иқтидариниң төвәнләп кетиш хәвпиниму азайтиду. шу вәҗидин, алма сиркисиму аңлаш иқтидариниң төвәнләп кетишини давалашниң наһайити үнүмлүк усулидур.

шуниң билән бир вақитта, алма сиркисиниң тәркибидә әркин радикалларниң пассип тәсирини азайтидиған күчлүк оксидлинишқа қарши турғучи маддилар бардур.

бир истакан суға 1 қошуқ органик алма сиркиси илавә қилиниду. у күнигә 2 қетим истемал қилиниду. еһтийаҗ туғулған тәқдирдә, униңға 1 һәсәл қошуқи һәсәл қошуп истемал қилиниду. әгәр мәйдә қизишни кәлтүрүп чиқарса, уни техиму аз, күндә бир қетимла ишлитиш керәк.

• пийаз

тәркибидики оксидлинишқа қарши турғучи маддилар билән қулақниң бузулуши вә аңлаш иқтидариниң төвәнләп кетишини давалашта ишлитилидиған пийаз, тәбиий давалаш усуллиридин биридур. у мәңгүлүк вә вақитлиқ аңлаш иқтидариниң төвәнләп кетишини давалаш үчүн ишлитилиду.

пийаз, күчлүк оксидлинишқа қарши турғучи хусусийәтлири арқилиқ қулақтики һүҗәйриләрниң йоқилишиниң алдини алиду вә кесәлликни азайтиду.

пийаз, қулақ мәсилилирини кәлтүрүп чиқиридиған зәхимлиниш вә қулақ пәрдиси йерилиш йаки һава бесиминиң өзгиришидиму үнүмлүктур.

300 гирам пийаз бир литир суда 12 саәт сақлиниду. бу судин һәр күни 3 истакан ичилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر