әстә тутуш қабилийитини күчлүк шәкилдә сақлашниң тәбиий чарә – тәдбирлири

шипа булиқи - 29

1799583
әстә тутуш қабилийитини күчлүк шәкилдә сақлашниң тәбиий чарә – тәдбирлири

(доктор мәһмәт учар)  

күнбойи йәп - ичидиғанлиримиз меңимизниң хизмәт сүрити вә үнүмигә биваситә тәсир көрситиду. болупму учур амбиримиз болған әстә тутуш қабилийитимизни тәрәққий қилдуруштиму муһим рол ойнайду. озуқлуқ йетишмәслик вә озуқлуқ сүпитиниң начарлиқи чоң меңиниң иқтидарини қалаймиқанлаштуруветиду.

 әстә тутуш қабилийитини күчлүк шәкилдә сақлашниң тәбиий чарә – тәдбирлири төвәндикичә:

• омега - 3

салмон белиқи, паламут белиқи, сардин белиқи қатарлиқ омега – 3 мейи тәркиби йуқири белиқларни истемал қилишқа әһмийәт бериң. чүнки омега -3 мейи алзимер кесәллики хәвпини төвәнлитиду, әстә тутуш қабилийитиниң йоқилип кетишиниң алдини алиду, чоң меңиниң нормал ишлишигә йардәм бериду вә йүрәк ритимини тәңшәйду. серотонин һормунини қойуп беридиған омега – 3 мейи роһий кәйпийатни йахшилайду.

• йешил йопурмақлиқ көктатлар

калләкбәсәй, паләк, брокколи қатарлиқ йешил йопурмақлиқ көктатлар меңигә пайдилиқ узуқлуқлардур.

• пәмидур

тәркибидә оксидлинишқа қарши турғучи мол болған пәмидур унтуғақлиқ кесилигә пайдилиқ узуқлуқлар қатаридин орун алиду.

• йаңақ, хасиң вә йәр йаңиқи

булар ақсил вә шипалиқ майларниң мәнбәси болуп, йүрәк вә меңигә пайдилиқтур. лекин, йәр йаңиқиниң сәзгүрлүк пәйда қилидиған хусусийити вә калорийә миқдариниң йуқири икәнликини унтуп қалмаң. шуңа,  күнигә 15 - 20 данә истемал қилсиңизла купайә.

• кава уруқи

кава уруқи саламәтликкә интайин пайдилиқ йәл - йемиш болуп, тәркибидә магний, төмүр, синик вә мис молдур. синик кәмликниң алзимер кесәллики вә роһий чүшкүнлүк қатарлиқ кесәлликләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи мәлум. җүмлидин, синик мол, тәркибидә нурғунлиған минерал маддилар бар болған кава уруқи, чоң меңиниң достидур.

• дарчин

зеһниңизни тәңшәйдиған вә кәйпийатиңизни йахшилайдиған дарчинму әстә тутуш қабилийитини күчәйтиду.

• тухум

зеһин күчиңизни ашуруш үчүн, һәр күни әтигәндә бир тухум чоқум узуқлуқ тизимликиңиздин орун елиши керәк.

• мевә - чивиләр

һәр һәптә икки тәхсә йаки униңдин артуқ бөлҗүргән вә қизил ейқүзүми истемал қилиш арқилиқ, әстә тутуш қабилийитиниң төвәнләп кетишини кечиктүргили болиду.

• данлиқ зираәтләр

B гуруппидисики витаминларниң мәнбәси болған данлиқ зираәтләр чоң меңиниң сағламлиқини қоғдаш вә әстә тутуш қабилийитини күчлүк шәкилдә сақлаш үчүн зөрүрдур.

• йешил чай

холестерин вә гомоситейнни азайтиш арқилиқ чоң меңиниң иқтидарини қоғдашқа капаләтлик қилиду.

• кепәк ғизалар

чоң меңә функисийәлириниң енергийә искилати болған кепәк ғизалар, диққәт чечилишни азайтиду, диққәтни мәркәзләштүрүшкә йардәм бериду, һәмдә қан айлинишни тәңшәйду.

• қетиқ

мол калтсий искилати болған қетиқ әстә тутуш қабилийитини күчәйтишкә йардәм бериду. қетиқ йаки башқа сүт мәһсулатлиридин күндә кәм дегәндә 2 қача (сүт йаки қетиқ) истемал қилишқа әһмийәт бериң.

• қизил ейқүзүми

қениқ қизил вә бинәпшә рәңлик мевә - чивә вә көктатларни истемал қилғанда, әстә тутуш қабилийитини йахшилиғили, һәмдә қисқа муддәтлик әстә тутуш қабилийитини йоқитип қойушниң алдини алғили болиду. қизил ейқүзүми  әнә шуларниң бири болуп, бесимни төвәнлитиду.

B витаминлар

болупму витамин B6 вә B12 ни истемал қилғанда, паләч, унтуғақлиқ вә алзимер кесәллики хәвипини төвәнләткили болиду. B витаминлар мол болған тоху гөши, белиқ, тухум вә йешил йопурмақлиқ өсүмлүкләрни истемал қилиш муһимдур.

• қуруқ үзүм

қурум үзүмниң тәркибидики витамин C көтүрәңгү роһ ата қилиду, йашниң чоңийишиға әгишип оттуриға чиқидиған унтуғақлиқ вә алзимер кесәлликиниң алдини алиду. қуруқ үзүм билән бирликтә тәми аччиқ - чүчүк мевә - чивиләр  вә брокколи қатарлиқларму шундақ.

қәһвә

коффеин чоң меңиниң иқтидариниң йуқири үнүмдә ишлишигә капаләтлик қилиду, әстә тутуш қабилийитини сақлап, тәрәққий қилдуриду. буниңға йардәмчи сүпитидә, күндә икки истакан қәһвә истемал қилиш пайдилиқтур. лекин, қәһвәни көп истемал қилиш тәвсийә қилинмайду.

• пәмидур

бәдәндики һүҗәйриләрниң йеңилинишини тезлитиду вә әстә тутуш қабилийитини күчәйтиду, балдур унтуғақлиқ кесилиниң алдини алиду вә қисмән алзимер кесәлликиниң алдини елишқа йардәм бериду. шуңа, у дастихандин даим орун елиши керәк.

• брокколи

нерва системисиниң һайатий күчини сақлап, рефликисңизни күчәйтиду, чоң меңиниң йетилишини тезлитиду. буниңдин башқа йәнә, бәдәндики зәһәрлик маддиларни чиқирип ташлашқа зор төһпә қошиду.

• чөл йалпузи

чөл йалпузиниң әстә сақлашқа болған тәсири наһайити чоң. болупму диққәтни мәркәзләштүрүштә қийинчилиққа дуч кәлгәнләр үчүн биринчи номурлуқ тәбиий дора һесаблиниду. йәнә бир тәрәптин, у күндилик бесимниму азайтиду.

• тәнһәрикәт вә чениқиш

тәнһәрикәт билән шуғуллиниш, меңиш йаки аста йүгүрүш чоң меңиниң иқтидариға төһпә қошидиған йәнә бир амилдур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر