тинчлиқ бағчиси

биливелиң - 22

1779734
тинчлиқ бағчиси

    ататүрк хатирә сарийида 24 дөләттин кәлтүрүлгән көчәтләр  орун алған «тинчлиқ бағчиси» ниң барлиқини биләмсиз?

түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустафа камал ататүркниң мәқбәрәси җайлашқан ататүрк хатирә сарийи, 750 миң кивадрат метир көләмдики саһәгә җайлашқан болуп, бу саһәниң тәхминән 630 миң квадрат метирлиқ қисмини «тинчлиқ бағчиси» тәшкил қилиду.

ататүрк хатирә сарийи қурулуши давамлишиватқан мәзгилдә, йәр көчүшниң алдини елиш вә әтрапида йешил бәлвағ бәрпа қилиш үчүн, 1946-йили көчәт тикиш хизмити башланған. ататүркниң «мәмликәтниң тинчлиқи, дунйаниң тинчлиқи» шуариға асасән, һәрқайси дөләтләрдин вә түркийәниң бәзи районлиридин кәлтүрүлидиған көчәтләр арқилиқ «хәлқара тинчлиқ бағчиси» бәрпа қилиш пиланланған. «мәмликәтниң тинчлиқи» шоариға вәкиллик қилиш үчүн, истанбул, әнқәрә, әскишәһир вә самсунда өстүрүлгән он миңларчә көчәтләр кәлтүрүлгән. «дунйаниң тинчлиқи» шоариға вәкиллик қилиш үчүн,  24 дөләткә  тәклипнамә әвәтилгән. афғанистан, америка қошма иштатлири, германийә, австрийә, белгийә, хитай, данийә, финландийә, фирансийә, һиндистан, ирақ, әнгилийә, испанийә, исраилийә, шиветсийә, италийә, йапонийә, канада, қибрис, мисир, норвегийә, португалийә, йугуславийә вә гиретсийә қатарлиқ дөләтләрдин түрлүк дәрәхләр вә көчәтләр кәлтүрүлгән.

бүгүнки күндә, ататүрк хатирә сарийини қоршап туридиған «тинчлиқ бағчиси» да 104 хил охшимиған түрдики тәхминән 50 миң безәк дәрихи, чатқал вә безәк өсүмлүки бардур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر