өйләр китаблар билән толуп ташсун!

йеңи шәйиләр гүзәл болиду - 18

1761295
өйләр китаблар билән толуп ташсун!

(гамзә дәмәч сибич)

өйлиридә техиму көп китаб болған балилар, чоң болғанда техиму аз роһий чүшкүнлүккә учрайду. китаблар билән толуп ташқан өйләрдә чоң болған балилар, иқтисадий шараитлар вә тәлим – тәрбийә амиллири нәзәргә елинғинидиму, йашанғанлирида техиму аз роһий чүшкүнлүккә учрайду. бу байқаш, балдур тонушни бейитишниң чоң меңигә қарита узун муддәт қоғдаш роли барлиқини көрситиду.

илгирики тәтқиқатларда байқилишичә, өйлиридә чоң күтүпханилири бар болған балиларниң мәктәптә вә кейинки кәспий һайатида мувәппәқийәт қазиниш еһтималлиқи техиму йуқири болидикән.

исраилийәдики BenGurion университетидин елла коһн-швартиз вә униң хизмәтдашлири, балдур китаб оқушниң пайдилириниң таки йашанғанға қәдәр давамлишип давамлашмайдиғанлиқини ениқлап чиқиш үчүн, «йавропадики сағламлиқ, қериш вә пинсийунерлиқ һәққидики рай синаш» паалийәтлириниң бир қисми сүпитидә, 2011-вә 2013-йиллири йавропадики 16 дөләттә әстә сақлаш синақлири елип берилған алзимер кесәлликигә гириптар болмиған 65 йаштин йуқири 8000 дин артуқ кишиниң санлиқ мәлуматлирини тәһлил қилди. синақларда, мәлум сөзләрни йадлаш вә 1 минут ичидә имканийәтниң баричә көп һайванларға исим қойуш паалийәтлири уйуштурулғаниди.

тәтқиқатчилар қатнашқучилардин уларниң балилиқ дәвридә өйлиридә тәхминән қанчилик китаб барлиқини көрситип беришни тәләп қилди вә уларға «китаб йоқ», «бир тәкчә китаб (тәхминән 25 китаб)», «бир ишкап китаб (тәхминән 100 китаб)», 2 ишкап китаб йаки техиму көп китаб бар қатарлиқ таллашларни сунди.

техиму көп китаблар арисида өсүп йетилгәнликини ипадилигәнләр, барлиқ әстә сақлаш синақлирида техиму йахши нәтиҗигә еришти. буниңдин башқа йәнә, 2011-вә 2013-йиллири елип берилған синақларда, уларда билиш – тонуш җәһәттин азрақ төвәнләш көрүлди.

тәтқиқатчилар; қатнашқучиларниң мал – мүлүклири, билим сәвийәси, җисманий сағламлиқи вә башқа амилларни тәңшәш үчүн истатистика техникилирини ишләткәндиму, байқаш нәтиҗилири охшаш иди.

коһн-швартизниң қаришичә, буниң сәвәби, кичикидинла китаб оқушниң кишиләрни техиму көп оқушқа илһамландуриғанлиқи, буниң уларниң билим байлиқини бейтқан болуш еһтималлиқи икән. оқуш қатарлиқ әқлий иқтидарни қозғитиш паалийәтлири, чоң меңидә, алзимер кесәлликидикигә охшашла, қошумчә бағлинишларни шәкилләндүрүп, қеритиш басқучлирини кечиктүрүш ролини ойнайдикән.

австралийәдики едис кован университетидин ралф мартинсниң әскәртишичә, бу қошумчә бағлинишларниң балилиқ дәвридә барлиққа кәлгән болуш еһтималлиқи йуқири икән. шуниң билән бир вақитта, бу, китаблар билән толуп ташқан өйләрдә өсүп йетилгән балиларни, чениқиш вә чалғу әсваблирини челиш қатарлиқ билиш запаслирини ашуридиған башқа қозғитиш паалийәтлири билән шуғуллинишқиму илһамландуридикән.

мәнбәси: түркийә илмий вә технологийәлик тәтқиқат орни пән-техника журнили



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر